МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Худаниң хизмәтчилири меһир-муһәббитидин тонулиду. Һәқиқәткә шатлинайли.
БУ НЕМИШКӘ МУҺИМ? Әйсадин үлгә елип, Худаниң нийити һәққидә гувалиқ беришимиз керәк (Йоһ 18:37). Биз ялғанчилиқ вә адаләтсизликкә толған дунияда яшисақму, ялған сөзлимәй, һәққаний нәрсиләр тоғрисида мулаһизә қилип, һәқиқәткә шатлинишимиз керәк (К1х 13:6; Фп 4:8).
БУНИҢ ҮЧҮН НЕМӘ ҚИЛИШ КЕРӘК?
-
Зәһәрлик ғевәтни тиңшимаң вә тарқатмаң (Сл1х 4:11).
-
Башқиларниң дәрдигә хошал болмаң.
-
Илһамландуридиған вә иҗабий нәрсиләрдин хошаллиқ тепиң.
«“БИР-БИРИҢЛАРҒА МЕҺИР-МУҺӘББӘТЛИК БОЛУҢЛАР”. ҺӘҚҚАНИЙСИЗЛИҚҚА ХОШАЛ БОЛМАЙ, ҺӘҚИҚӘТКӘ ШАТЛИНАЙЛИ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
-
Немишкә Дебби һәққанийсизлиққа хошал болди дәп ейтсақ болиду?
-
Алис Дебби билән сөзләшкәндә, сөһбәтни қандақ қилип яхши тәрәпкә йөнәлдүрди?
-
Қандақ иҗабий мавзулар һәққидә сөзләшсәк болиду?