Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

Ноябрь ейида өтидиған Худа Падишалиғи һәққидә вәз қилиш паалийити

Ноябрь ейида өтидиған Худа Падишалиғи һәққидә вәз қилиш паалийити

Әйса «Худаниң Падишалиғи һәққидики хуш хәвәрни» җакалиған (Лқ 4:43). Шундақла у адәмләргә Худа Падишалиғиниң келиши тоғрилиқ дуа қилишни үгәткән (Мт 6:9, 10). Ноябрь ейида биз Худа Падишалиғи һәққидә вәз қилиш үчүн алаһидә күч чиқиримиз (Мт 24:14). Ишлириңизни бу паалийәткә толуғи билән қатнишиш үчүн орунлаштуруң. Бу айда һәммә ярдәмчи пионерлар 30 яки 50 саат вәз қилишни өзлири таллалайду.

Худа Падишалиғи тоғрилиқ айәтләрни мүмкинқәдәр көпирәк адәмләргә көрситишкә тиришиң. Айәтни таллиғанда тиңшиғучилириңиз немигә ишинидиғанлиғи тоғрилиқ ойлинип көрүң. Әгәр бирәр киши биринчи қетим сөзләшкәндә қизиқиш көрсәтсә, униңға «Күзитиш мунари» журналиниң 2020-жил, №2-аммивий нәшрини көрситиң. Андин қизиқиш көрсәткән адәмгә имканийәтниң баричә тезирақ келип, Тәлим бериш қураллириниң бирини ишлитип, Муқәддәс китап үгинишини башлашқа тиришиң. Пат арида Худа Падишалиғи униңға қарши чиққан һәммә һөкүмәтләрни битчит қилиду (Дн 2:44; К1х 15:24, 25). Шуңа бу алаһидә паалийәткә бар күчимиз билән қатнишип, Худа Падишалиғи тәрипидә екәнлигимизни көрситәйли!

Худа Падишалиғи пүткүл йәр йүзини җәннәткә айландуриду!