ЧИҚИШ 31, 32
ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ |Бутпәрәсликтин қечиңлар
32:1, 4—6, 9, 10
Мисирлиқларниң сахта илаһларға болған көзқариши исраилларға тәсир қилған. Бүгүнки күндә бутпәрәсликниң һәрхил түрлири бар, бәзилирини бирдин ениқлаш оңай әмәс. Гәрчә биз бутларға сәҗдә қилмисақму, тән һәвәслиригә берилип, Йәһва Худаға пүтүн вуҗудимиз билән хизмәт қилмисақ, бу бутларға сәҗдә қилиш билән баравәр болиду.
Күндилик турмушимда Йәһва Худаға ибадәт қилиштин қандақ ишлар диққитимни ағдуруветиши мүмкин вә буниңға йол бәрмәслигим үчүн немә қилалаймән?