Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

Йәһва Худа билән болған мунасивитиңизни қәдирләң

Йәһва Худа билән болған мунасивитиңизни қәдирләң

Йәһва гувачилири алаһидә шан-шәрәпкә егә. Худаниң беғишланған вә чөмдүрүлүштин өткән хизмәтчилири сүпитидә аләмниң Яратқучиси Йәһва Худа билән болған мунасивитимизни техиму қоюқ мустәһкәмләшкә тиришимиз. У бизни Оғли арқилиқ Өзигә җәлип қилди (Йоһ 6:44). Шундақла Йәһва бизниң дуалиримизни тиңшайду (Зб 34:15).

Йәһва Худа билән болған бебаһа мунасивитимизни сақлап қелиш үчүн немә қилалаймиз? Биз исраиллар қилған яман ишлардин нери болушимиз лазим. Улар Йәһва Худа билән келишим түзгәндин кейин көп өтмәй, алтун мозай ясап, униңға сәҗдә қилған (Чқ 32:7, 8; К1х 10:7, 11, 14). Өзүмиздин мундақ соришимиз керәк: аздурулушқа дуч кәлгәндә немә қилимән? Иш-һәрикәтлирим Йәһва Худа билән болған мунасивитимни қәдирләйдиғанлиғимни көрситәмду? Йәһва Худаға болған чоңқур меһир-муһәббитимиз У өч көргән нәрсиләрдин қечишқа ярдәм бериду (Зб 97:10).

«ЙӘҺВА ХУДА БИЛӘН БОЛҒАН МУНАСИВИТИҢИЗНИ ҚӘДИРЛӘҢ» (КЛ 3:5) НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:

  • Ачкөзлүк дегән немә?

  • Немә үчүн ачкөзлүктин вә бутпәрәсликтин нери болушимиз керәк?

  • Бутпәрәслик билән зина қилишниң арисида қандақ бағлиниш бар?

  • Болупму мәсъулийәтлик бурадәрләр өз аяллириниң еһтияҗлириға немә үчүн диққәтлик болуши керәк?