Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ХИЗМӘТТӘ ТЕХИМУ ҮНҮМЛҮК БОЛУҢ | ВӘЗ ХИЗМИТИДИН КӨПИРӘК ХОШАЛЛИҚ ЕЛИҢ

Қериндашларниң ярдимини қобул қилиң

Қериндашларниң ярдимини қобул қилиң

Йәһва бизгә ярдәм қилиш үчүн етиқатдашларни бәрди (Пт1х 5:9). Улар бизгә вәз хизмитидики қийинчилиқларни йеңишкә ярдәм бериду. Мәсилән, әлчи Паулға Акила вә Прискила, Силас, Тимотий вә башқа қериндашлар ярдәм бәргән (Әлч 18:1—5).

Вәз қилғанда қериндашлар қандақ ярдәм берәләйду? Улар сөһбәтни үзидиған сөзләргә җавап бериш, адәмләргә қайта бериш яки үгинишни тәғдим қилиш вә уни өткүзүш үчүн әмәлий мәслиһәтләрни берәләйду. Җамаәттә сизгә ким ярдәм берәләйдиғанлиғини ойлаң вә униңдин ярдәм сораң. Иккилиңизму һәмкарлишишниң пайдисини көрүп, хошал болидиғанлиғиңиз сөзсиз (Фп 1:25).

«ШАГИРТ ТӘЙЯРЛАШТА ХОШАЛЛИҚ ТЕПИҢ. ЙӘҺВА ХУДАНИҢ ЯРДИМИНИ ҚОБУЛ ҚИЛИҢ. ҚЕРИНДАШЛИРИМИЗ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:

  • Нита Джейдни җамаәт учришишлириға келишкә қандақ дәвәт қилди?

  • Муқәддәс китап үгинишигә немә үчүн башқа қериндашларни чақирғинимиз тоғра?

  • Шагирт тәйярлашқа пүтүн җамаәт ярдәм бериду

    Джейд билән Эбигейлниң қандақ ортақ қизиқиши болған?

  • Етиқатдашлардин вәз хизмитидә немини үгинәләйсиз?