Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

Аң-зеһниңизни йетилдүрүшни давамлаштуруң

Аң-зеһниңизни йетилдүрүшни давамлаштуруң

Тән һәрикәтчи маһаритини йоқитип қоймаслиғи үчүн дайим чиниқип туруши керәк. Шуниңға охшаш, бизму аң-зеһнимизни йетилдүрүш үчүн, давамлиқ күч чиқиришимиз керәк (Иб 5:14). Башқиларға қарап, уларға охшаш қарар қилишқа майил болушимиз мүмкин. Лекин өзүмиз ойлинип қарар қилишни үгинишимиз муһим. Чүнки һәрким қилған қарари үчүн өзи җавап бериду (Рм 14:12).

Биз Худаға көп жиллар бойи хизмәт қилғанлиқтинла чоқум тоғра қарар чиқиримиз дәп ойлимаслиғимиз керәк. Дана қарар чиқириш үчүн, биз Йәһва Худаға, Униң Сөзи вә тәшкилатиға толуқ тайинишимиз муһим (Йшу 1:7, 8; П.н 3:5, 6; Мт 24:45).

«ВИЖДАНИҢИЗНИ ПАК САҚЛАҢ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:

  • Эмма қандақ қарар чиқириши керәк еди?

  • Немә үчүн виждан мәсилиси тоғрилиқ ой-пикримизни ейтиштин нери болушимиз керәк?

  • Бир әр-аял Эммаға қандақ яхши мәслиһәт бәрди?

  • Өз вәзийитигә бағлиқ пайдилиқ мәлуматни Эмма қәйәрдин тапти?