Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ХИЗМӘТТӘ ТЕХИМУ ҮНҮМЛҮК БОЛУҢ | ВӘЗ ХИЗМИТИДИН КӨПИРӘК ХОШАЛЛИҚ ЕЛИҢ

Издиниш қураллиримизни қоллиниң

Издиниш қураллиримизни қоллиниң

Йәһва Худа бизгә маһирлиқ билән тәлим бериш үчүн қуралларни, мәсилән: видеолар, варақчилар, журналлар, китапчилар, китаплар вә асасий қуралимиз — Муқәддәс китапни бәргән (Т2х 3:16). Шундақла Язмиларни чүшинишкә ярдәм беридиған издиниш қураллирини бәргән. Мәсилән: «Күзитиш мунариниң китапханиси», «JW Library®» программиси, «Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ» вә «Йәһва гувачилириниң йол көрсәткүчи» (рус).

Бу қуралларниң пайдисини көрүп, чоңқур издиниш қилғанда, интайин хошал болисиз. Үгәнгүчилириңизниму бу қуралларни пайдилинишни үгитиң. Шу чағда уларму өз соаллириға Муқәддәс китаптин җавап тепип, хошаллиққа еришиду.

«ШАГИРТ ТӘЙЯРЛАШТИН ХОШАЛЛИҚ ТЕПИҢ. ЙӘҺВА ХУДАНИҢ ЯРДИМИНИ ҚОБУЛ ҚИЛИҢ. ИЗДИНИШ ҚУРАЛЛИРИНИ ҚОЛЛИНИШ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:

  • Джейд яритилишқа қарши қандақ ойни ейтти?

  • Нита мошу тоғрилиқ мәлуматни нәдин тапти?

  • Роһий гөһәрләрни тепип, башқилар билән бөлүшкәндә, бәк хошал болимиз

    Джейдқа керәк болған мәлуматни у қандақ таллиди?

  • Издиниш қураллирини пайдиланғанлиғи Нитаға қандақ тәсир қилди?