МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Йеңи дуния йеқин екәнлиги тоғрилиқ хуш хәвәрни ейтиң!
Ноябрь ейида биз йеңи дунияниң йеқинлашқанлиғини җакалашқа алаһидә күч чиқиримиз (Зб 37:10, 11; Вһ 21:3—5). Бу паалийәткә толуқ қатнишиш үчүн күн тәртивиңизни орунлаштуруң. Шу айда ярдәмчи пионерлар 30 яки 50 саат вәз қилишни таллалайду.
Йеңи дуния тоғрилиқ айәтни таллап, уни көпирәк адәмләргә оқуп беришкә тиришиң. Айәтни таллиғанда, сиз туридиған җайдики адәмләрни немә қизиқтуридиғанлиғи тоғрилиқ ойлаң. Биринчи қетим сөзләшкәндә адәм қизиқишни көрсәтсә, «Күзитиш мунариниң» (рус) 2021-жил, №2 аммивий нәшрини тәвсийә қилиң. Кейин мүмкинчиликниң баричә униңға тезирақ қайта йолуқуп, «Мәңгү шат-хорам яшаң!» китапчиси билән үгиниш дәрисини башлашқа тиришиң. «Хуш хәвәрни» ейтишқа күчимизниң баричә иштирак қилип зор хошаллиққа еришәйли! (Йша 52:7).
«ЙЕҢИ ДУНИЯ ЙЕҚИН!» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
-
Қизчақ қандақ әҗайип келәчәкни көз алдиға кәлтүриватиду?
-
Йеңи дунияда болидиған қайси бәрикәтләрни тақәтсизлик билән күтиватисиз?
-
Ноябрьда өтидиған паалийәткә паал қатнишишқа келәчәк тоғрилиқ ойлиниш қандақ ярдәм бериду? (Лқ 6:45).