МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Пул тәрәптин қийиниливатқанда чидамлиқ болуң
Ахирқи күнлири һаят кәчүрүш интайин қийин. Мошу дунияниң ахири йеқинлашқансири, қийинчилиқларниң көпийиши сөзсиз. Мәсилән, бәзи бир нәрсиләрниң йетишмәслигидин қийнилип қелишимиз мүмкин (Һб 3:16—18). Шундақ вақитларда қийинчилиқларни йеңишкә бизгә немә ярдәм берәләйду? Йәһва Худаға давамлиқ тайинишимиз керәк. У Өзиниң хизмәтчилиригә ғәмхорлуқ қилидиғанлиғини вәдә қилған. Қандақ вәзийәт болмисун, У бизни керәклик нәрсиләр билән тәминләйду (Зб 37:18, 19; Иб 13:5, 6).
Сиз немә қилалайсиз?
-
Йәһва Худадин йетәкчилик, даналиқ вә яр-йөләк сорап дуа қилиң (Зб 62:8).
-
Бурун қилип көрмигән ишларни қилишқа тәйяр болуң (g-U 1/10 8, 9-бәттики рамкилар)
-
Һәр күни Худаниң Сөзини оқуш, җамаәт учришишлириға бериш вә хизмәткә қатнишишқа охшаш яхши роһий адәтлириңиздин айрилмаң
«ӨРҮЛҮП КӘТМӘЙДИҒАН ӨЙ СЕЛИҢ. БАРИҒА ШҮКҮР ҚИЛИҢ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
-
Бәзи аилиләр қандақ қийинчилиқлар билән учрашти?
-
Һаятимизда әң муһими немә болуши керәк?
-
Пул тәрәптин қийиниливатқанларға қандақ ярдәм берәләймиз?