МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Тирилишни өз көзүңиз билән көрмигичә үмүтиңизни үзмәң
Йеқинлиримиз һаяттин өткәндә, тирилишкә болған үмүт ғәм-қайғуни бесишқа ярдәм бериду. Шундақ болсиму, гуна билән өлүм һәммимизни езип, көңлимизгә арам бәрмәйду (Йша 25:7, 8). «Пүткүл яратма бүгүнгичә товлап» азаплиниватқиниму шуниңдин (Рм 8:22). Тирилишни өз көзүңиз билән көрмигичә, ғәм-қайғуңизни қандақ бассиңиз болиду? Шундақ еғир вақитта ярдәм беридиған принципларни Худа Сөзидин тапалаймиз.
«ЙЕҚИН КИШИҢИЗДИН АЙРИЛҒАНДА» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
-
Даниэль, Масахиро вә Иосими қандақ еғир әһвалда болди?
-
Уларға бәш әмәлий мәслиһәт қандақ ярдәм бәрди?
-
Тәсәлли бәргүчиниң бирдин-бир мәнбәси ким? (К2х 1:3, 4)