Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

Ата⁠-⁠анилар, балилириңларға Йәһва Худаниң даналиғиға еришишкә ярдәм бериңлар

Ата⁠-⁠анилар, балилириңларға Йәһва Худаниң даналиғиға еришишкә ярдәм бериңлар

Ата-анилар балилириңларға Худаниң даналиғиға еришиш үчүн уларға җамаәт учришишлиридин пайда елишқа ярдәм бериңлар. Уларниң җамаәттә көргәнлири, аңлиғанлири вә бәргән җаваплиридики ой-пикирлири Йәһва Худа һәққидә көпирәк билим елишқа һәмдә Униң билән йеқин дост болушқа ярдәм берәләйду (Қ.ш 31:​12, 13). Балиңиз учришишлардин көпирәк пайда елиши үчүн қандақ ярдәм берәләйсиз?

  • Ибадәт өйидики җамаәт учришишлириға қатнишиш үчүн бар күчиңизни чиқириң (Зб 22:22).

  • Ибадәт өйидики учришиштин авал яки кейин етиқатдашлар билән арилишишқа вақит чиқириң (Иб 10:25).

  • Учришишта муһакимә қилинидиған әдәбиятниң көчүрмә нусхиси яки электронлуқ түри һәрбир аилә әзасида бар екәнлигигә көз йәткүзүң.

  • Балиңизға җавапни тәйярлап, җавапни өз сөзлири билән ейтишқа ярдәм бериң (Мт 21:​15, 16).

  • Җамаәт учришишлири вә униңда алған билимлириңиз тоғрисида иҗабий көз қарашта болуң.

  • Балиңизға Ибадәт өйини сүпүрүп тазилаш вә яшанған бурадәр-қериндашлар билән арилишишқа ярдәм бериң.

Раст, балилириңиз Йәһва Худа билән дост болуши үчүн көп күч чиқиришиңиз керәк. Бәлким һерип-чарчап кетидиғансиз. Лекин Йәһва Худа сизгә ярдәм беридиғанлиғиға ишәнчиңиз камил болсун (Йша 40:29).

«АТА-АНИЛАР, ЙӘҺВА ХУДАҒА ВӘ УНИҢ КҮЧИГӘ ТАЙИНИҢЛАР!» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:

  • Зак билән Лияниң һерип-чарчап кетиши уларға қандақ тәсир қилди?

     
  • Ата-анилар немишкә Йәһва Худадин күч сориши керәк?

     
  • Зак билән Лия Йәһва Худаға қандақ таянди?