28 октябрь—3 ноябрь
ЗӘБУР 103, 104
51-нахша вә дуа | Кириш сөз (1 мин.)
1. У «бизниң топа екәнлигимизни әстә тутиду»
(10 мин.)
Йәһва Худаниң көйүмчанлиғи Уни әқил-парасәтлик болушқа үндәйду (Зб 103:8; w23.07 21-б., 5-абз.)
Биз хаталиқ өткүзүп қойсақму, Худа бизни рәт қилмайду (Зб 103:9, 10; w23.09 6, 7-б., 16—18 абз.)
У қолумиздин кәлмәйдиған нәрсиләрни тәләп қилмайду (Зб 103:14; w23.05 26-б., 2-абз.)
ОЙЛИНИП КӨРҮҢ: Өмүрлүк һәмрайимға муамилә қилишта Йәһвадин қандақ үлгә алалаймән?
2. Роһий гөһәрләрни издәйли
(10 мин.)
-
Зб 104:24: Бу айәттин Йәһва Худаниң һәртүрлүк нәрсиләрни яритиш қабилийити тоғрилиқ немини билимиз? (cl 55-б., 18-абз.)
-
Мошу һәптидә оқулған Муқәддәс китап баплиридики қайси роһий гөһәрләрни ейтип беришни халайсиз?
3. Муқәддәс китапни оқуш
(4 мин.) Зб 104:1—24 (th 11-дәрис)
4. Сөһбәт башлаш
(3 мин.) АММИВИЙ ОРУНЛАРДА ВӘЗ ҚИЛИШ. (lmd 3-дәрис, 4-абзац).
5. Қайта йолуқуш
(4 мин.) ӨЙМУ ӨЙ ВӘЗ ҚИЛИШ. Муқәддәс китапни үгинишкә келишкән киши билән «Муқәддәс китап үгинишигә хуш кәлдиңиз!» намлиқ видеони муһакимә қилиң (th 9-дәрис).
6. Нутуқ
(5 мин.) lmd 1-қошумчә мәлумат. Мавзуси: Әрләр өз аялини өзини сөйгәндәк сөйүши керәк (th 1-дәрис).
38-нахша
7. Өзүңиздин бәк көп нәрсиләрни тәләп қиламсиз?
(15 мин.) Муһакимә.
Йәһва Худаға әң яхшини бәрсәк, Уни хошал қилимиз һәм өзүмизму хошал болумиз (Зб 73:28). Бирақ әң яхшисини беришкә бар күчимизни чиқирип өзүмиздин бәк көп тәләп қиливәрсәк, көңлүмиз йерим болуп қелиши мүмкин.
«Өзүмиздин бәк көп тәләп қилмисақ, көп нәрсиләрни қилалаймиз» намлиқ ВИДЕОНИ көрситиң. Андин мону соалларни қоюң:
-
Йәһва Худа биздин немини күтиду? (Мик 6:8)
-
Яш қериндишимизға мәхситигә йетиши үчүн интайин әнсирәп кәтмәслигигә немә ярдәм бәрди?
8. Җамаәттә Муқәддәс китапни үгиниш
(30 мин.) bt-U 17-бап, 8—12 абз. вә 137-бәттики рамка; btq 17-бап, 8—12 абз. вә 137-бәттики рамка