7—13 октябрь
ЗӘБУР 92—95
150-нахша вә дуа | Кириш сөз (1 мин.)
1. Йәһваға хизмәт қилиш — һаятниң әң яхши йоли!
(10 мин.)
Йәһва Худа ибадәт қилишимизға лайиқ (Зб 92:1, 4; w18.04 26-б., 5-абз.)
Йәһва Худа тоғра қарар чиқиришимизға вә бәхитлик болушимизға ярдәм бериду (Зб 92:5; w18.11 23-б., 8-абз.)
Йәһва Худа яшанған хизмәтчилириниң әмгигини қәдирләйду (Зб 92:12—15; w20.01 19-б., 18-абз.)
ОЙЛИНИП КӨРҮҢ: Өзүмни Йәһва Худаға беғишлап, чөмдүрүлүштин өтүшкә немә тосалғу қилиду?
2. Роһий гөһәрләрни издәйли
(10 мин.)
-
Зб 92:5: Бу айәт Йәһва Худаниң даналиғини қандақ испатлайду? (cl 176-б., 18-абз.)
-
Мошу һәптидә оқулған Муқәддәс китап баплиридики қайси роһий гөһәрләрни ейтип беришни халайсиз?
3. Муқәддәс китапни оқуш
(4 мин.) Зб 94:1—23 (th 5-дәрис)
4. Сөһбәт башлаш
(4 мин.) НАРӘСМИЙ ВӘЗ ҚИЛИШ. Амал тепип, сөһбәт җәриянида вәз ейтқучи сүпитидә немә билән шуғуллинидиғанлиғиңизни ейтип бериң (lmd 5-дәрис, 3-абзац).
5. Қайта йолуқуш
(3 мин.) НАРӘСМИЙ ВӘЗ ҚИЛИШ. Илгири Муқәддәс китап үгиништин баш тартқан қизиққучиға үгинишни тәвсийә қилиң (lmd 8-дәрис, 4-абзац).
6. Шагиртларни тәйярлаш
(5 мин.) Сиз билән биллә Муқәддәс китап үгинишни өткән, амма роһий тәрәптин өсмигән киши билән параңлишиң (lmd 12-дәрис, 5-абзац).
15-нахша
7. Яшларни ғәм басқанда
(15 мин.) Муһакимә.
Йәһва Худаниң хизмәтчилириму ғәм-әндишә қилиду. Мәсилән, Давутниң көп әндишилири болған. Бүгүнки күндиму бизниң етиқатдашлиримиз ғәм-қайғуға патиду (Зб 13:2; 139:23). Уларниң арисида яшларму бар. Бәзидә ғәмгә чүшүп кәткәнликтин, мәктәпкә яки учришишларға беришқа охшаш күндилик ишларни қилиш интайин қийин болуп көрүнүши мүмкин. Һәтта туруп-турупла қорқунуч бесип, яшиғуси кәлмәслиги мүмкин.
Яшлар, әгәр силәрни ғәм-әндишә чирмавалған болса, бу тоғрилиқ ата-аниңизға яки йетилгән етиқатдашқа ейтип бериң. Йәһва Худадин ярдәм сорап дуа қилиң (Фп 4:6). У сизгә чоқум ярдәм бериду (Зб 94:17—19; Йша 41:10). Стейнгниң мисалини көрәйли.
«Йәһва Худа маңа ғәмхорлуқ қилиду» намлиқ ВИДЕОНИ көрситиң. Андин мону соалларни қоюң:
• Стейнгқа қайси айәт ярдәм бәргән вә немә үчүн?
• Йәһва униңға қандақ ғәмхорлуқ қилди?
Ата-анилар, балилириңларниң көңлидики ғәм-тәшвишлирини йеңишигә ярдәм бериңлар: уларни диққәт қоюп тиңшаң, меһриңизни көрситиң, Йәһва Худа уларни яхши көридиғанлиғиға ишәндүрүң (Тт 2:4; Яқ 1:19). Балилириңларға ярдәм бериш үчүн Йәһва Худа керәклик күч вә тәсәлли беридиғанлиғиға ишиниң.
Бәлким, җамаитимиздә кимду бирси ғәмгә чүшүп қалғанлиғини билмәслигиңиз яки уларниң туйғулирини толуқ чүшәнмәслигиңиз мүмкин. Шуңа җамаәттикиләрниң һәммисини яхши көрсәк, қәдирләйдиғанлиғимизни көрсәтсәк, уларға ярдәм берәләймиз (П.н 12:25; Иб 10:24).
8. Җамаәттә Муқәддәс китапни үгиниш
(30 мин.) bt-U 16-бап, 6—9 абз. вә 132-бәттики рамка; btq 16-бап, 6—9 абз. вә 132-бәттики рамка