ЙОҺАН 7, 8
ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ |Әйса Атисини улуқлиди
7:15—18, 28, 29; 8:29
Әйса сөз вә иш-һәрикәтлири билән Йәһвани улуқлиди. Униң хәвири Худадин екәнлигини адәмләрниң билишини халиған. Шуниң үчүн, у Язмиларға асаслинип тәлим бәргән вә пат-пат униңдин нәқил кәлтүргән. Әйсани махтиғанда, у диққәтни өзигә ағдурмай, һәммә шан-шәрәп Йәһваға тәәллуқ екәнлигини ейтқан. Әйса Йәһва тапшурған ишни атқурушқа һәммә диққитини бөлгән (Йоһ 17:4).
Әйсадин қандақ үлгә алалаймиз?
-
Адәмләргә Муқәддәс китапни үгәткәндә яки сәһнидин тәлим бәргәндә
-
Адәмләр бизни махтиғанда
-
Вақитни өткүзгәндә