МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Балилириңизға Яратқучиға тәврәнмәс ишәнч риваҗландурушқа ярдәм бериң
Мәвҗудатлар Йәһваниң улуқлуғини җакалайду (Зб 19:1—4; 139:14). Лекин Шәйтанниң дунияси мәвҗудатниң пәйда болушиға тегишлик Худаға күпүрлүк кәлтүридиған нәзәрийәләрни илгири басқузмақта (Рм 1:18—25). Балилириңизниң ойни вә жүригини мошундақ мәлуматлар егиләвалмас үчүн немә қилалайсиз? Буниң үчүн, балилириңизға кичигидин Йәһваниң барлиғиға вә уларға ғәмхорлуқ қилидиғанлиғиға етиқадини риваҗландурушқа ярдәм бериң (К2х 10:4, 5; Әф 6:16). Мәктәптә үгәнгәнлири һәққидә һәқиқәтән немә ойлайдиғанлиғини биливелиң, шундақ қилип, көңлигә пүккән ой-пикирләрни биливелиш үчүн қолда бар қуралларни қоллиниң (П.н 20:5; Яқ 1:19).
«ТӘҢДАШЛИРИҢИЗНИҢ ОЙ-ПИКРИ. ХУДАҒА ИШИНИШ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
Худаға ишиниш һәққидә қандақ натоғра пикир кәң тарқалған?
Сизниң мәктивиңиздә немигә үгитиду?
Йәһваниң барлиғиға сизни немә ишәндүриду?
Кимду-бирсигә Һәммә нәрсә Худаниң қудрити билән яритилғинини дәлилләш үчүн, униң билән қандақ мулаһизә қилсиңиз болиду?