ЙӘШАЯ 52—57
ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ |Мәсиһ биз үчүн зәхимләнди
«У кишиләр тәрипидин камситилиду, униңдин жирақлишиду... Худа тәрипидин җазалинип, қийин-қистаққа елинғанлиғидин дәп қаридуқ»
53:3—5
-
Хәлиқ Әйсани камситип, уни Худаға күпүрлүк сөз қилди дәп әйиплиди. Бәзибирлири Худа уни җазалаватиду дәп ойлиди.
«Уни езишни лайиқ көргән Пәрвәрдигардур... Пәрвәрдигарниң көңүлдикилири униң қолида болуп, риваҗ тепип әмәлгә ашурулиду»
53:10
-
Оғлиниң өлтүрүлгәнлигини көргәндә, Йәһва сөзсиз җапа чәкти. Бирақ Әйсаниң мутләқ садақәтмәнлигигә интайин рази болди. Униң өлүми Худа хизмәтчилириниң садақәтмәнлигигә гуман кәлтүргән Шәйтанға җавап берип, гунасиға товва қилидиған адәмләргә пайдиси болди. Мошу арқилиқ «Йәһваниң ирадиси» әмәлгә ашти.