Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ЙӘШАЯ 58—62

Йәһваниң шапаәт жилини җакалаймиз

Йәһваниң шапаәт жилини җакалаймиз

«Йәһваниң шапаәт жили» удул мәнадики жил әмәс

61:1, 2

  • Бу — Йәһваниң мөмүнләргә азат қилиш һәққидә хәвәрни қобул қилишқа пурсәт беридиған вақит арилиғи

  • Биринчи әсирдә Йәһваниң шапаәт жили Әйса б.м. 29-жили хизмитигә киришкән вақиттин башлинип, Йәһваниң «қисаслиқ күнигичә», йәни б.м. 70-жили Йерусалим вәйран болғичә, давамлашти

  • Бизниң күнимиздә Йәһваниң шапаәт жили Әйса 1914-жили тәхткә олтарғанда башлинип, бүйүк апәт билән аяқилишиду

Йәһва өз хәлқини «һәққанийлиқниң чоң дәрәқлири» билән бәрикәтләйду

61:3, 4

  • Аләмдики әң йоған дәрәқләр әдәттә орманда биллә өсиду, шуңа улар бир-бирини йөләп туриду

  • Кәң тарқалған йилтизлири өз ара тордәк алмишип, дәрәқләрни мәһкәм тутиду вә боран-чапқунға қарши турушиға тәсир қилиду

  • Егиз дәрәқләр яш дәрәқләрни һимайә қилип, чүшкән йопурмақлири йәргә оғут болиду

Дуниявий җамаәтниң һәммә әзалири «һәққанийлиқниң чоң дәрәқлириниң», йәни қалған майланғанларниң, қоллап-қувәтлиши билән һимайисини көриду