МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Үмүттә хурсән болуңлар
Үмүтүмиз ләңгәргә охшаш (Иб 6:19). У бизни деңиздики боран-чапқун вақтида роһий кемә апитидин сақлайду (Т1х 1:18, 19). Деңиздики боран-чапқун өз ичигә монуларни елиши мүмкин: өткүзгән хаталиқлиримиз, маддий зиян тартиш, узунға созулған кесәл, йеқинимизниң көз жумуши вә һәққанийлиғимизни синайдиған башқиму нәрсиләр.
Ишәнч билән үмүт бизгә Худа вәдә қилған соғини ениқ көрүшкә ярдәм бериду (К2х 4:16—18; Иб 11:13, 26, 27). Шуңа, асманда яки йәрдә яшашқа үмүтләнгәлигимиздин қәтъийнәзәр, үмүтүмизни мустәһкәмләш үчүн, Худа Сөзидики вәдиләр һәққидә дайим мулаһизә қилишимиз лазим. Шу чағда бешимизға күн чүшкәндә, хошаллиғимизни сақлап қелиш асан болиду (Пт1х 1:6, 7).
«ҮМҮТТӘ ХУРСӘН БОЛУҢЛАР» (РУС) НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
-
Немишкә Муса тәқлит қилишқа лайиқ үлгә?
-
Аилә бешида қандақ җавапкарлиқ бар?
-
Аиләвий ибадәттә қандақ мавзуларни қараштурушқа болиду?
-
Үмүт қийинчилиқлардин тәврәнмәй өтүшкә қандақ ярдәм бериду?
-
Сиз немини тақәтсизлик билән күтисиз?