Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

«Ата-анаңни һөрмәт қил»

«Ата-анаңни һөрмәт қил»

Әйса йәрдә болғанда «ата-анаңни һөрмәт қил» дегән буйруқни бәргән (Чқ 20:12; Мт 15:4). Әлвәттә, Әйсаниң сөз әркинлиги болған, чүнки у кичигидин ата-анисиниң «беқинишида болди» (Лқ 2:51). Әйса өлүминиң алдида шагиртлириниң биригә анисиға ғәмхорлуқ қилишни тапшурған (Йоһ 19:26, 27).

Бизниң күнлиримиздиму яш мәсиһийләр ата-анисини тиңшап, силиқ-сипайә сөзлигәндә, һөрмәт көрситиду. Дәрһәқиқәт, ата-анаңни һөрмәт қил дегән буйруқ вақитқа бағлиқ әмәс. Һәтта ата-анимиз қериғандиму уларниң дана мәслиһәтлиригә қулақ селишимиз билән һөрмәт көрситишимиз лазим (П.н 23:22). Шундақла яшанған ата-анимизни иллиқ сөзлиримиз билән қувәтләп, пул тәрәптин ярдәм берип турушимиз муһим (Т1х 5:8). Йешимиз қанчә болмисун, ата-анимиз билән дайим арилишиш арқилиқ уларға һөрмәт көрситәләймиз.

«АТА-АНАМ БИЛӘН ҚАНДАҚ ПАРАҢЛИШИШҚА БОЛИДУ?» НАМЛИҚ АНИМАЦИЯЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:

  • Немишкә ата-аниңиз билән сөзлишиш қийин болуши мүмкин?

  • Улар билән сөзләшкәндә қандақ қилип һөрмәт көрситишкә болиду?

  • Ата-аниңиз билән сөзлишишниң нәтиҗиси қандақ болиду? (П.н 15:22)

    Ата-аниңиз билән параңлишиш муваппәқийәткә ериштүриду