МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Сәвирчанлиқ һәм интизарлиқ билән күтүш
Худа Падишалиғини күтүватқанлиғиңизға қанчә вақит болди? Қийинчилиқларға қаримастин чидамлиқни көрситиватамсиз? (Рм 8:25) Бәзи мәсиһийләр өчмәнликкә, адәләтсиз муамилигә, түрмидә олтиришқа вә һәтта өлүмгә дуч келиватиду. Башқилири болса, созулма кесәлләр билән күрүшиду яки қерилиқниң азавини тартиду.
Һәр түрлүк қийинчилиқларға қаримастин, хошаллиқ билән күтүшкә немә ярдәм бериду? Ишәнчимизни өстүрүш үчүн Муқәддәс китапни һәр күни оқуп, мулаһизә қилишимиз лазим. Диққәт-етибаримизни үмүтимизгә қаритишимиз керәк (К2х 4:16—18; Иб 12:2). Биз Йәһваға ялвуруп, Униңдин муқәддәс роһни соришимиз керәк (Лқ 11:10, 13; Иб 5:7). Асмандики Атимиз «ахириғичә туруп қелишқа һәм хурсәнлик билән узақ сәвирчан» болушқа ярдәм бериду (Кл 1:11).
«ЧИДАМ-ҒӘЙРӘТ БИЛӘН ЖҮГРӘШ. МУКАПАТҚА ЕРИШИДИҒАНЛИҒИҢИЗҒА ИШӘНЧ ҚИЛИШ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
-
Һаятимизда қандақ күтүлмигән вәзийәтләргә дуч келишимиз мүмкин? (Вәз 9:11, 12)
-
Бешимизға күн чүшкәндә дуа қандақ ярдәм бериду?
-
Әгәр сиз Йәһваға бурунқидәк хизмәт қилалмисиңиз, немә үчүн диққитиңизни қолиңиздин келидиған ишларға ағдуришиңиз муһим?
-
Мукапатқа еришәләйдиғанлиғиңизға ишәнчилик болушқа немә ярдәм бериду?