Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

Вәз қилиш маһаритимизни ашуримиз. Нәтиҗисиз үгинишләрни тохтитиш

Вәз қилиш маһаритимизни ашуримиз. Нәтиҗисиз үгинишләрни тохтитиш

БУ НЕМӘ ҮЧҮН МУҺИМ? Адәмләр қутқузулуш үчүн Худаниң исмини чақириши керәк (Рм 10:13, 14). Бирақ Муқәддәс китапни үгиниватқанларниң һәммиси Йәһваниң өлчәмлиригә мас һаят кәчүрүшни халимайду. Шуңа Йәһва Худани яхши көридиған вә өз һаятида өзгиришләрни қилишқа тәйяр кишиләргә ярдәм беримиз. Әгәр бирси бир мәзгил үгәнгәндин кейин һечқандақ алға басмиса, биз вақитимизни исрап қилмай, үгинишни тохтитимиз. Сәмимий адәмләргә ярдәм бериш үчүн бар күчимизни чиқиришимиз керәк (Йоһ 6:44). Әлвәттә, әгәр вақит өтүп, бурун Муқәддәс китапни үгәнгән киши мәңгү һаятни қобул қилишқа майил екәнлигини көрсәтсә, үгинишни қайтидин башлисақ болиду (Әлч 13:48).

БУНИҢ ҮЧҮН НЕМӘ ҚИЛИШ КЕРӘК?

  • Қизиққучини тоғра билим алғуси кәлгәнлиги үчүн махтаң (Т1х 2:4)

  • Муқәддәс китаптики билимләрни әмәлийәттә қоллиниш муһим екәнлигини көрситиң (Лқ 6:46—49)

  • Қизиққучи билән уруқ чачқучи һәққидики мисалини мулайимлиқ билән муһакимә қилип, уни роһий җәһәттин өсүшкә немә тосалғу болуватқанлиғи тоғрисида ойлашқа дәвәт қилиң (Мт 13:18—23)

  • Үгинишни немә үчүн тохтатмақчи болғанлиғиңизни, меһрибанлиқ билән чүшәндүрүп бериң

  • Униңға гайда телефон қилидиғанлиғиңизни вә алға бесишқа һәрикәт қилса, үгинишни қайта башлашқа болидиғанлиғини ейтиң

ВИДЕОНИ КӨРСИТИП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ЖАВАП БЕРИҢ:

  • Мошу сөһбәттә қизиққучиниң роһий җәһәттин алға басмайватқанлиғини немидин көрүвелишқа болиду?

  • Бурадәр қизиқучиға өзгиришләрни қилиш керәклигини қандақ чүшәндүрди?

  • Бурадәр үгинишни қайта башлашқа болидиғанлиғини қандақ чүшәндүрүп бәрди?