Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

Йәһва Худа бизгә синақларда ярдәм бериду

Йәһва Худа бизгә синақларда ярдәм бериду

Мошу ахирқи күнләрдә нурғунлиған қийин синақлар бешимизға келиватиду. Бәзидә синақлиримизни көтирәлмәйдиғандәк көриниду. Амма әгәр биз Йәһва Худаға йеқинлишивәрсәк, У бешимизға кәлгән әң қийин синақларни баштин кәчүрүшкә ярдәм бериду (Йәшая 43:2, 4). Синақларни баштин кәчүргәндә қандақ қилип Йәһва Худаға йеқинлишалаймиз?

Дуа. Йәһва Худаға ич бағримизни төккәндә, У бизгә течлиқ вә чидашқа эмоциялиқ күч бериду (Фп 4:6, 7; Сл1х 5:17).

Учришишлар. Биз илгирики һәрқандақ вақитларға қариғанда, Муқәддәс китапқа асасланған әдәбиятләргә муһтаҗ вә Йәһва Худа учришишлиримизда бир-биримиз билән арилишишқа ярдәм бериватиду (Иб 10:24, 25). Җамаәт учришишлириға тәйярланғанда, униңға барғанда вә уларға қатнашқанда Йәһва Худаниң муқәддәс роһиниң ярдимини толуқ пайдиланалаймиз (Вһ 2:29).

Вәз хизмити. Вәз хизмитидә дайим бәнт болуш үчүн қолумиздин кәлгәнниң һәммисини қилсақ, көңлүмизни иҗабий нәрсиләргә бөлүш йенигирәк болиду. Шундақла биз Йәһва Худа вә етиқатдашлиримиз билән достлуқ риштимизни күчәйтимиз (К1х 3:5—10).

«ЙӘҺВА ХУДА СИЗНИ ҚОБУЛ ҚИЛИДУ» ДЕГӘН ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:

  • Синақларға дуч кәлгәндә Малуға Йәһва Худаға йеқин болушқа немә ярдәм бәрди?

  • Малуға охшаш Зәбур 34:18дики сөзләр синақларға учриғанда бизгә қандақ тәсәлли бериду?

  • Малуниң тәҗрибиси синақларни баштин кәчүргәндә, Йәһва Худаниң бизгә «адәттики күчтин ешип чүшүдиған күч» беридиғанлиғини қандақ көрситиду? (К2х 4:7).