МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Йәһва Худаниң көзқаришини билишкә тиришиң
Биз һәммә қилған ишлиримизда Йәһва Худани хурсән қилишни халаймиз (П.н 27:11). Буни қилиш үчүн һәтта қандақту бир вәзийәттә ениқ қанун болмисиму, биз Йәһва Худаниң көзқаришини көрситидиған қарарларни чиқиришимиз керәк.
Дайим шәхсий үгинишни өткүзүң. Муқәддәс китапни оқуған чағда Йәһва билән вақит өткүзимиз. Биз Йәһва Өз хизмәтчилиригә қандақ муамилә қилғанлиғини үгинип, Униң көзқаришичә яманлиқ яки яхшилиқ қилғанларниң мисаллирини тәтқиқ қилип Худаниң көзқаришини биләләймиз. Қарар чиқиришимиз керәк болғанда, муқәддәс роһ биз илгири Муқәддәс китаптин үгәнгән муһим савақларни вә принципларни әскә елишимизға ярдәм бериду (Йоһ 14:26).
Тәтқиқ қилиң. Қарар чиқиришқа тоғра кәлгәндә өз өзүңиздин мундақ сораң: «Йәһва Худаниң бу вәзийәткә немини һис қиливатқанлиғини чүшинишкә ярдәм берәләйдиған Муқәддәс китаптики қандақ айәтләр яки вақиәләр бар?» Йәһваға дуа қилиң вә сизниң вәзийитиңиздә ярдәм беридиған Муқәддәс китаптики принципларни тепиш үчүн өз ана тилиңизда бар издиниш қураллирини ишлитиң (Зб 25:4).
«“ЧИДАМ-ҒӘЙРӘТ БИЛӘН ЖҮГРӘШ”. ЯХШИ ТАМАҚЛИНИҢ» ВИДЕОСИНИ КӨРҮП, СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
-
Бу видеодики яш қериндаш қандақ бесимларға дучар болған?
-
Шундақ бесимларға дуч кәлсиңиз, издиниш қураллирини қандақ ишлитәләйсиз?
-
Издиниш қилишқа вақит чиқиришниң қандақ пайдиси бар вә шәхсий үгиниш бизгә тоғра қарар чиқиришқа қандақ ярдәм бериду? (Иб 5:13, 14)