МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Йәһваға хизмәт қилишқа бәл бағлаң
Сиз техи чөмдүрүлүштин өтмигән вәз ейтқучи яки Муқәддәс китапни үгиниватқан болсиңиз, чөмдүрүлүштин өтүшни мәхсәт қилдиңизму? Шундақ мәхсәтни қоюш немә үчүн муһим? Беғишлиниш вә чөмдүрүлүш — Йәһва Худа билән болған достлуқниң башлиниши (Зб 91:1). Буниңдин башқа, бу — қутқузулушниң йоли (Пт1х 3:21). Бу мәхсәткә йетиш үчүн немә қилиш керәк?
Бу һәқиқәт йоли екәнлигигә өзүңиз үчүн испат тепиң. Соаллириңиз пәйда болғанда, қошумчә издиниш қилиң (Рм 12:2). Йәһвани хошал қилиш үчүн һаятиңизда немини өзгәртиш керәклигини ениқлап, һәрикәт қилиң (П.н 27:11; Әф 4:23, 24). Йәһвадин һәрдайим ярдәм сораң. Йәһва Худа қудрәтлик муқәддәс роһи арқилиқ сизни қоллап, мустәһкәмләйдиғанлиғиға ишиниң (Пт1х 5:10, 11). Чиқарған күчиңиз бекар болмайду. Йәһваға хизмәт қилиш — әң әҗайип һаят йоли! (Зб 16:11).
«ЧӨМДҮРҮЛҮШКӘ ЙЕТӘКЛӘЙДИҒАН ЙОЛ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
-
Бәзиләргә чөмдүрүлүштин өтүшкә немиләр тосалғу болди?
-
Өзүңизни Йәһваға беғишлаш үчүн ишәнчиңизни қандақ мустәһкәмләләйсиз?
-
Бәзиләрни чөмдүрүлүш үчүн керәклик қәдәмләрни қилишқа немә дәвәт қилди?
-
Йәһваға хизмәт қилишни таллиғанлар қандақ бәрикәтләргә еришиду?
-
Беғишлиниш вә чөмдүрүлүш немини билдүриду?