МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Некаңизни һимайә қилиң
Йәһва Худа үчүн нека қәсими бәк муһим. Униң нийити бойичә, нека мәңгү давамлишиши керәк (Мт 19:5, 6). Худа хәлқидә бәхитлик аилиләр көп. Лекин мукәммәл аилә йоқ вә қийинчилиқлар пәйда болуши мүмкин. Көп адәмләр қийинчилиқларға дуч кәлгәндә, аҗришиду яки айрим туриду. Биз бундақ көзқараштин нери болушимиз керәк. Худаниң хизмәтчилири некасини қандақ һимайә қилалайду?
Бәш муһим нәсиһәтни көрүп бақайли.
-
Жүригиңизни қоғдаң. Қаш-көз ойнитиш вә әхлақсиз оюн-тамашидәк нәрсиләрдин нери туруң (Мт 5:28; Пт2х 2:14).
-
Некаңиз Худани хошал қилиш үчүн Униң билән достлуғиңизни мәһкәм қилиң (Зб 97:10).
-
«Йеңи шәхскә кийинишни» давамлаштуруң вә җүптиңизни хошал қилидиған яхши ишларни қилиң (Кл 3:8—10, 12—14).
-
Һәрдайим һөрмәт билән сөзләң вә яриңиз билән муңдишиң (Кл 4:6).
-
Җинсий алақидә меһир-муһәббәт көрситиң (К1х 7:3, 4; 10:24).
Некаңизни һөрмәтлисиңиз, некаға асас салған Йәһва Худаға шан-шәрәп кәлтүрисиз.
«“ЧИДАМ-ҒӘЙРӘТ БИЛӘН ЖҮГРӘШ”. ҚАИДИЛӘРГӘ ӘМӘЛ ҚИЛИҢ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
-
Бешида һәммиси яхши болсиму, кейинирәк некада қандақ қийинчилиқлар пәйда болуши мүмкин?
-
Некасидин көңли қалғанларға Муқәддәс китаптики принциплар қандақ ярдәм берәләйду?
-
Йәһва Худа әр-аялға қандақ қаидиләрни бәргән?
-
Некада бәхитлик болуш үчүн әр-аял немә қилиши керәк?