Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

Конгресслиримиз — меһир-муһәббәт көрситишиниң пурсити

Конгресслиримиз — меһир-муһәббәт көрситишиниң пурсити

Конгресслиримизни немә үчүн яхши көрүмиз? Қедимий Исраилда һәр жили өткүзүлгән мәйрәмләргә охшаш, конгресслар йүзлигән, һәтта миңлиған етиқатдашлиримиз билән биллә Йәһва Худаға ибадәт қилишқа пурсәт яритиду. Биз бай роһий дәстихандин һузурлинишни яхши көрүмиз. Шундақла уруқ-туққанлар вә достлиримиз билән өткүзгән вақитни бәк қәдирләймиз. Шу сәвәптин биз конгрессниң бир күниниму қалдурушни халимаймиз.

Баш қошқанда өзүмизнила ойлимай, башқиларға меһир-муһәббәт көрситиш пурситини издишимиз керәк (Гл 6:10; Иб 10:24, 25). Қериндашларға ишикни ечип бәрсәк вә артуқ орунларни егилимисәк, башқиларни ойлайдиғанлиғимизни көрситимиз (Фп 2:3, 4). Конгрессларда йеңи достларни тапалайсиз! Программидин авал вә кейин яки чүшлүк тамақ вақтида йеңи достларни тепишқа мәхсәт қоюң (К2х 6:13). Биз мәңгү биллә өтидиған достларни тепишимиз мүмкин. Буниңдин башқа, аримиздики сәмимий меһир-муһәббәт бирсини биз билән Йәһва Худаға хизмәт қилишқа үндиши мүмкин (Йоһ 13:35).

«“МЕҺИР-МУҺӘББӘТ МӘҢГҮ ДАВАМЛИШИДУ” НАМЛИҚ ХӘЛИҚАРА КОНГРЕССЛАР» ДЕГӘН ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:

  • 2019-жили хәлиқара конгрессларға барған қериндашлар меһир-муһәббәтни қандақ һис қилған?

  • Худа хәлқидики инақлиқ вә меһир-муһәббәт немә үчүн бәк алаһидә?

  • Рәһбәрлик кеңәшниң әзалири меһир-муһәббәтниң қайси қирлириға көңүл бөлди?

  • Сиз конгресста меһир-муһәббәтни қандақ көрситәләйсиз?

    Германия вә Җәнубий Кореядики қериндашларни меһир-муһәббәт қандақ бириктүрди?

  • Биз немә қилишқа бәл бағлишимиз керәк?