МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Худа вә Мәсиһ бизни йеқинда азатлиққа чиқириду
Сиз қандақ қийинчилиқларға дуч келиватисиз? Бәлким, сиз бир яки бирнәччә вәзипиләрни өз бойниға алған аилә беши. Йә болмиса, бирини икки қилалмай балини ялғуз тәрбийиләватқан ана яки ата. Мәктәптә оқусиңиз, синипдашлириңиз сизгә тегишип, заңлиқ қиливатқанду. Яшанған болсиңиз, начар саламәтликтин азап чекиватқансиз. Һәрбиримизниң өзүмизгә чушлуқ дәрдимиз бар. Көплигән қериндашларда синақлар кәйни-кәйнидин келиду. Бирақ пат арида һәммә қийинчилиқлардин қутулимиз (К2х 4:16—18).
Унтумайли, Йәһва қийинчилиқлиримизни яхши чүшиниду вә садақәтмәнлигимиз билән сәвир-тақитимизни баһалайду. У биз үчүн көп бәрикәтләрни тәйярлап қойди (Йр 29:11, 12). Әйсаму биз үчүн ғәм қилиду. У шагиртлириға «Мән силәр билән болумән» дәп вәдә бәргән (Мт 28:20). Худа Падишалиғи һөкүмранлиқ қилғанда, болидиған әркинлик тоғрилиқ ойлисақ, үмүтимиз күчийип, һәрқандақ қийинчилиқларға чидалаймиз (Рм 8:19—21).
«БОРАН ЙЕҚИНЛИШИВАТҚАНДА КӨЗҮМИЗНИ ӘЙСА МӘСИҺКӘ ТИКӘЙЛИ! ПАДИШАЛИҚНИҢ КЕЛӘЧӘКТИКИ БӘРИКӘТЛИРИ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
-
Инсанийәт Худадин қандақ жирақлишип кәткән вә буниң ақивети қандақ болған?
-
Йәһваға садақәтмән болуп қалғанларни келәчәктә немә күтмәктә?
-
Бу әҗайип һаят қандақ мүмкин болиду?
-
Йеңи дунияда болидиған қайси бәрикәтләрни тақәтсизлик билән күтисиз?