Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

Ата-анилар, балилириңларға билим бериңлар

Ата-анилар, балилириңларға билим бериңлар

Биз яхшини яман, яманни яхши дәп көрситидиған заманда яшаватимиз (Йша 5:20). Әпсус, бәзиләр Йәһва Худа өч көридиған ишларни қилиду, мәсилән, охшаш җинислиқлар билән муһәббәтлишиду. Тәңдашлири яш қериндашлиримизни яман йолға чүширишкә тиришиши мүмкин. Балилириңизни шундақ синақларға қандақ тәйярлисиңиз болиду?

Балилириңизға Йәһва Худаниң өлчәмлирини үгитиң (Лв 18:3). Йәһваниң җинсий мунасивәткә болған көзқаришини балиниң йешиға қарап чүшәндүрүп бериң (Қ.ш 6:7). Өзүңиздин сорап беқиң: «Балилиримға меһир-муһәббәтни көрситишниң қайси усуллири орунлуқ вә әдәплик кийинишниң қанчилик муһим екәнлигини үгәттимму? Балилирим чөмүлгәндә, кийим алмаштурғанда вә ухлиғанда, башқилар уларға қаримаслиғи вә тәгмәслиги керәклигини чүшинәмду? Бирси порнографияни яки әхлақсиз нәрсиләрни көрсәтмәкчи болса яки Худа өч көридиған бир нәрсә қилишни сориса, балилирим немә қилиш керәклигини биләмду?» Билим балиларни қоғдайду (П.н 27:12; Вз 7:12). Балилар — Йәһвадин кәлгән мирастур. Уларға билим бериш арқилиқ бу соғини қәдирләйдиғанлиғиңизни көрситисиз (Зб 127:3).

«ӨЙНИ МӘҺКӘМ ҚИЛИП СЕЛИҢЛАР. БАЛИЛИРИҢЛАРНИ ЯМАНЛИҚТИН ҚОҒДАҢЛАР» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:

  • Немә үчүн бәзи ата-анилар балилириға җинсий мунасивәт тоғрилиқ ейтиштин уйилиду?

  • Немә үчүн ата-анилар балилирини «Йәһва буйриғандәк тәрбийиләп» нәсиһәт бериши лазим? (Әф 6:4)

  • Билим — зор һимайә

    Ата-аниларниң балилириға җинсий тәрбийә беришигә тәшкилатимиз қандақ ярдәм бериватиду? (w19.05 12-бәттики рамка)

  • Қийинчилиқ пәйда болмай туруп, балилириңиз билән дайим очуқ сөзлишиш немә үчүн бәк муһим?