МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Һәрбир адәмгә вәз қилимиз
Исраил қараргаһида тәртип һөкүм сүргән. Бүгүнки күндиму Йәһваниң хәлқи Униң ирадисини тәшкиллик һалда орунлайду. Дуния йүзидики филиаллар, районлар, җамаәтләр һәм вәз қилиш топлири, адәмләргә хуш хәвәрни йәткүзүш мәхсити билән уюштурулған (Вһ 14:6, 7).
Адәмләргә һәқиқәтни тонуп-билишкә ярдәм бериш үчүн башқа тилни үгиниш тоғрилиқ ойлинип көрдиңизму? Тил үгинишкә вақтиңиз болмисиму, «JW Language» программисидин аддий тәвсийәни үгинивалсиңиз болиду. Шу тәвсийәни вәз хизмитидә қоллинип көргәндин кейин, биринчи әсирдики қериндашларға охшаш хошаллиқни һис қилишиңиз мүмкин. Улар башқа җайлардин кәлгән адәмләргә уларниң ана тилида «Худаниң улуқ ишлири һәққидә» ейтип бәргән (Әлч 2:7—11).
«ЙӘҺВА ХУДА БИЛӘН ДОСТ БОЛУҢ. ЧӘТ ӘЛЛИКЛӘРГӘ ВӘЗ ҚИЛИҢ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
-
«JW Language» программисини қачан қоллансақ болиду?
-
Униң қандақ алаһидилиги бар?
-
Сиз туридиған йәрдә адәмләр қандақ тилларда сөзләйду?
-
Хуш хәвәргә қизиққан адәм башқа тилда сөзлисә, сиз немә қилишиңиз керәк? (od-U 100, 101-б., 39—41 абз.)