ХИЗМӘТТӘ ТЕХИМУ ҮНҮМЛҮК БОЛУҢ | ВӘЗ ХИЗМИТИДИН КӨПИРӘК ХОШАЛЛИҚ ЕЛИҢ
Үгәнгүчиләргә яман достлардин нери болушқа ярдәм бериң
Йәһва Худа билән дост болуш үчүн үгәнгүчи яхши достларни таллиши керәк (Зб 15:1, 4). Яхши достлар яхши ишларға дәвәт қилиду (П.н 13:20; lff 48-дәрис).
Үгәнгүчиңизгә яман тәсир қилидиған кишиләрдин нери турушқа ярдәм бәргәндә, униң һис-туйғулирини әстә тутуң. Униңға бу дуниядики достлири билән алақисини үзүш қийин болуши мүмкин. Шуңа пәқәт үгиниш вақтида әмәс, башқа күнлириму униңға көңүл бөлүң. Мәсилән, униңға учур әвәтсиңиз, телефон қилсиңиз яки йолуқсиңиз болиду. Үгәнгүчи роһий җәһәттин өскәнсири, уни җамаәттики қериндашлар билән вақит өткүзүшкә чақириң. Шу чағда улар айрилғиниға қариғанда, көпирәк бәрикәтләргә егә болуватқанлиғиға көз йәткүзиду (Мк 10:29, 30). Сизму Йәһваниң аилисигә йәнә бир әза қошулғанлиғини көрүп хошаллиқа еришисиз.
«ҮГӘНГҮЧИҢИЗГӘ ЯМАН ДОСТЛАРДИН НЕРИ БОЛУШҚА ЯРДӘМ БЕРИҢ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
-
Кимләрни яман достлар дәп ейтишқа болиду? (К1х 15:33)
-
Джейд қериндашларниң олтиришини қандақ тәсәввур қилди?
-
Нита Джейдқа яман достлардин айрилип, яхши достларни тепишқа қандақ ярдәм бәрди?