Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

Яшлар, ата-анаңларға ич-сириңларни ейтиңлар

Яшлар, ата-анаңларға ич-сириңларни ейтиңлар

Ата-аниңизға ой-пикриңизни очуқ ейтиш немишкә муһим? (П.н 23:26) Сәвәви Йәһва Худа уларға сизгә ғәмхорлуқ қилип, йол-йоруқ көрситип турушқа буйриди (Зб 127:3, 4). Әгәр ата-аниңиздин сириңизни вә немидин ғәм қиливатқиниңизни йошурсиңиз, сизгә ярдәм бериш улар үчүн қийин болиду (П.н 3:32).

Ата-аниңиз билән қандақ сөзләшсиңиз болиду? Һәммиси үчүн қолайлиқ вақитни тепишқа тиришип көрүң. Өзүңизниң һис-туйғулириңизни хәттә йезип бәрсиңиз болиду. Улар сиз халимиған бир мавзуға сөзлигүси кәлсә, немә қилсиңиз болиду? Есиңиздә болсун, улар растинла сизгә ярдәм қилғуси келиду. Ата-аниңиз дүшмәнлириңиз әмәс, улар сиз тәрәптә. Ата-аниңиз билән очуқ сөзләшсиңиз, буниң пайдисини узақ вақит, һәтта мәңгү көрисиз! (П.н 3:32)

«ӨСМҮРЛӘРНИҢ ҺАЯТИ. АТА-АНАМ БИЛӘН ҚАНДАҚ СӨЗЛӘШСӘМ БОЛИДУ?» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:

  • Эстер билән Партик өзлири тоғрилиқ немини чүшәнди?

  • Әйсаниң мисалидин немини үгинимиз?

  • Ата-аниңиз сизгә ғәмхорлуқ қиливатқанлиғини қандақ көрсәтти?

  • Ата-аниңиз сизгә пәқәт яхшилиқни халайду

    Муқәддәс китап принциплири ата-аниңиз билән сөзлишишкә қандақ ярдәм бериду?