Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

19—25 февраль

ЗӘБУР 8—10

19—25 февраль

138-нахша вә дуа | Кириш сөз (1 мин.)

ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ

1. «Аһ, Йәһва, пүтүн жүригимдин Сени махтаймән!»

(10 мин.)

Йәһва Худа бизгә әң яхшисини бериду (Зб 8:3—6; w21.08 3-б., 6-абз.)

Биз өзгиләргә Йәһва Худаниң әҗайип ишлири һәққидә ейтип, Уни чин дилимиз билән махтаймиз (Зб 9:1; w20.05 23-б., 10-абз.)

Шундақла биз җан дилимиз билән нахша ейтқанда, Худани мәдһийиләймиз (Зб 9:2; w22.04 7-б., 13-абз.)

ОЙЛИНИП КӨРҮҢ: «Йәһва Худани йәнә қандақ усуллар билән мәдһийләймән?»

2. Роһий гөһәрләрни издәйли

(10 мин.)

  • Зб 8:3: Зәбур язғучиси Худаниң бармақлири дәп ейтқанда немини нәзәрдә тутқан? (w23.03 19-б., 14-абз.)

  • Мошу һәптидә оқулған Муқәддәс китап баплиридики қайси роһий гөһәрләрни ейтип беришни халайсиз?

3. Муқәддәс китапни оқуш

(4 мин.) Зб 10:1—18 (th 11-дәрис)

ХИЗМӘТТӘ ТЕХИМУ ҮНҮМЛҮК БОЛУҢ

4. Сөһбәт башлаш

(3 мин.) ӨЙМУ ӨЙ ВӘЗ ҚИЛИШ. Өй егиси Худаға ишәнмәймән десә (lmd 5-дәрис, 4-абзац).

5. Қайта йолуқуш

(4 мин.) НАРӘСМИЙ ВӘЗ ҚИЛИШ. Дәсләптә өй егиси Худаға ишәнмәймән дегән. Лекин у Яратқучиниң бар екәнлигиниң дәлил-испатлирини қараштурушқа қарши әмәс (th 7-дәрис).

6. Нутуқ

(5 мин.) w21.06 6, 7-б., 15—18 абз. Мавзуси: Муқәддәс китапни үгәнгүчиләргә Йәһва Худани мәдһийилишигә ярдәм бериң (th 10-дәрис)

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

9-нахша

7. Тәбиий усулда нарәсмий вәз қилиш

(10 мин.) Муһакимә.

Йәһва Худани техиму көпирәк мәдһийилишимизниң йәнә бир усули бу күндилик турмушимизда учритидиған адәмләргә вәз қилиш (Зб 35:28). Нарәсмий вәз қилишниң алдида һодуқуп кетишимиз мүмкин. Сөһбәтни тәбиий усулда башлап вә уни давамлаштурушни үгәнгәндә тәлим бериштә техиму маһир болуп, хошаллиқ тапалаймиз!

«Течлиқ һәққидики хуш хәвәрни» ейтишқа тәйяр болуң. Сөзни өзүңиз башлаң» намлиқ ВИДЕОНИ көрситиң. Андин мону соални қоюң:

Бу видеодин нәтиҗилик нарәсмий вәз қилишқа немини үгәндиңиз?

Сөһбәт башлашқа ярдәм берәләйдиған бир нәччә мәслиһәтләр:

  •   Һәр қетим өйүңиздин чиққанда, сөһбәт башлаш пурситини издәң. Бу һәққидә дуа қилип, Йәһва Худадин ақ көңүл адәмләрни тепишқа ярдәм сораң

  •   Достанә болуп адәмгә қизиқиш көрситиң. Адәм билән йеқинирақ тонушуп, уни Муқәддәс китаптики қайси һәқиқәт қизиқтуридиғанлиғи тоғрисида ойлинип көрүң

  •   Орунлуқ болса, униң билән қандақ алақә қилишқа болидиғанлиғини соравелиң

  •   Сөһбәт аяқлишип вәз қилишқа үлгәрмигән болсиңиз, көңлүңизни йерим қилмаң

  •   Адәм билән сөзлишип болғандин кейинму шу адәм тоғрилиқ давамлиқ ойлаң. Униңға Муқәддәс китаптики айәтни яки jw.org торбәттики бир мақалиниң уланмисини әвәтиң

Мошундақ қилип көрүң: Әгәр бирси сиздин: «Дәм елиш күнлириңиз қандақ өтти?»— дәп сориса, униңға сиз җамаәт учришишлиридин үгәнгәнлигиңиз тоғрилиқ яки Муқәддәс китап тәлим бәргүчи сүпитидә немә билән шуғулланғанлиғиңизни ейтип бериң

8. Йәрлик еһтияҗлар

(5 мин.)

9. Җамаәттә Муқәддәс китапни үгиниш

(30 мин.) bt-U 6-бап, 1—8 абз. вә 2-бөлүмгә кириш сөз; btq 6-бап, 1—8 абз. вә 2-бөлүмгә кириш сөз

Хуласә (3 мин.) | 45-нахша вә дуа