Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

15—21 январь

АЮП 36, 37

15—21 январь

12-нахша вә дуа | Кириш сөз (1 мин.)

ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ

1. Немә үчүн Йәһва Худаниң мәңгү һаят беримән дегән вәдисигә ишинишкә болиду?

(10 мин.)

Худаниң Өзи мәңгү яшайду (Ап 36:26; w15 10/1 13-б., 1, 2-абз.)

Йәһва Худа даналиғи билән қудрити арқилиқ йәр йүзидики мәвҗудатларниң яшишиға пурсәт яритиду (Ап 36:27, 28; w20.05 22-б., 6-абз.)

Мәңгүлүк һаятқа еришиш үчүн Йәһва Худа бизгә билим бериду (Ап 36:4, 22; Йоһ 17:3)


Худаниң мәңгүлүк һаятқа тегишлик вәдисигә болған ишәнчимиз қийинчилиқларни йеңишкә ярдәм бериду (Иб 6:19; w22.10 28-б., 16-абз.)

2. Роһий гөһәрләрни издәйли

(10 мин.)

  • Аюп 37:20: Муқәддәс китап заманида йеңилиқлар билән хәвәрләр адәмләргә қандақ йәткән? (it «Алақилишиш»)

  • Мошу һәптидә оқулған Муқәддәс китап баплиридики қайси роһий гөһәрләрни ейтип беришни халайсиз?

3. Муқәддәс китапни оқуш

(4 мин.) Аюп 36:1—21 (th 2-дәрис)

ХИЗМӘТТӘ ТЕХИМУ ҮНҮМЛҮК БОЛУҢ

4. Сөһбәт башлаш

(3 мин.) АММИВИЙ ОРУНЛАРДА ВӘЗ ҚИЛИШ. (lmd 3-дәрис, 3-абзац)

5. Қайта йолуқуш

(4 мин.) ӨЙМУ ӨЙ ВӘЗ ҚИЛИШ. (lmd 2-дәрис, 3-абзац)

6. Көзқаришиңизни чүшәндүрүш

(5 мин.) Нутуқ. Ijwfq-U 57-мақалә, 5—15 абз. Мавзуси: Чоң қирғинчилиқ (Холокост) вақтида немә үчүн Йәһва гувачилири тәқипләргә учриған? (th 18-дәрис)

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

11-нахша

7. Медицинилиқ давалиниш яки операция һаҗәт болған вәзийәтләргә тәйяр болуң

(15 мин.) Муһакимә. Ақсақал өткүзиду.

Йәһва Худаниң тәшкилати Худаниң қанға мунасивәтлик қануниға қулақ селишимиз үчүн керәклик һәммә нәрсиләрни бериватиду (Әлч 15:28, 29). Сиз уларни пайдилиниватамсиз?

«Өз ирадисини билдүрүш һәм ишәнчхәт» (DPA) вә кимлик (удостоверение личности) (ic): Бемар бу һөҗҗәтләрдә қанға мунасивәтлик өз ихтиярини билдүрәләйду. Чөмдүрүлүштин өткән етиқатдашлар мошу һөҗҗәтни, йәнә камаләткә йәтмигән балиларға беғишланған «кимликни» әдәбиятларға җавапкар бурадәрдин елишқа болиду. Бу һөҗҗәтни дайим өзүмиз билән биллә елип жүрүшимиз муһим. Әгәр сизгә мошу һөҗҗәтни толдуруш яки йеңилаш керәк болса, уни йеқин арида кечиктүрмәй йеңилавелиң.

«Ана болғучилар үчүн мәлумат» (S-401) яки операция вә химиялиқ терапия һаҗәт болған бемарларға беғишланған мәлумат (S-407): Бу һөҗҗәт медицина тәрәптин, болупму қан билән мунасивәтлик мәсилә пәйда болғанда, сизгә алдин-ала тәйяр болушқа ярдәм бериду. Вәзийитиңизгә қарап, қандақ һөҗҗәт керәк болса, шу һөҗҗәтни ақсақаллардин сораң.

Дохтурханилар билән алақилишиш комитети (ДАК): Бу комитеттики мәхсус тәйярлиқтин өткән ақсақаллар дохтурлар билән етиқатчиларға қанға мунасивәтлик хәвәр берәләйду. Улар сизни давалайдиған дохтур билән сөзлишип, қансиз давалаш усуллирини ейтип бериду. Һаҗәт болса, қансиз давалашқа келишидиған дохтурларни тепишқа ярдәм бериду. Бу бурадәрләр кечә-күндүз алақидә болиду. Дохтурханиға йетиш, операция қилиш, рак кесилигә мунасивәтлик қандақту бир терапия елиш, қансиз давалиниш вәзийәтлиридә ДАК билән мүмкинқәдәр балдурирақ мәслиһәтлишиң. Бу һамилдар қериндашларғиму тегишлик. ДАК билән алақилишиш үчүн ақсақаллардин уларниң телефон номерлирини сорап елиң.

«Дохтурханилар билән алақилишиш комитети» қандақ ярдәм бериду?» намлиқ ВИДЕОНИ көрситиң. Андин мону соални қоюң:

Әгәр сизгә медицинилиқ ярдәм яки операция қилиш керәк болса, ДАК қандақ ярдәм берәләйду?

8. Җамаәттә Муқәддәс китапни үгиниш

(30 мин.) bt-U 4-бап, 9—12 абз., 34-бәттики рамка; btq 4-бап, 9—12 абз., 34-бәттики рамка.

Хуласә (3 мин.) | 47-нахша вә дуа