Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

22—28 январь

АЮП 38, 39

22—28 январь

15-нахша вә дуа | Кириш сөз (1 мин.)

ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ

1. Яратмилар үстидин ойлинишқа вақит чиқирамсиз?

(10 мин.)

Йәһва Худа Йәрни яритип болғандин кейин Өз ишиға баһа бериш үчүн вақит бөлгән (Яр 1:10, 12; Ап 38:5, 6; w21.08 9-б., 7-абз.)

Пәриштиләр Йәһва Худаниң яратмилири үстидин ойлинишқа вақит чиқарған (Ап 38:7; w20.08 14-б., 2-абз.)

Йәһва Худаниң яратмилири үстидин ойлинип, уларни қәдирләшкә вақит бөлсәк, ишәнчимиз мустәһкәмлиниду (Ап 38:32—35; w23.03 17-б., 8-абз.)

2. Роһий гөһәрләрни издәйли

(10 мин.)

  • Ап 38:8—10: Мошу айәтләрдин Йәһваниң Қанун бәргүчи екәнлигигә мунасивәтлик немини үгинимиз? (it «Қанун бәргүчи»)

  • Мошу һәптидә оқулған Муқәддәс китап баплиридики қайси роһий гөһәрләрни ейтип беришни халайсиз?

3. Муқәддәс китапни оқуш

(4 мин.) Ап 39:1—22 (th 5-дәрис)

ХИЗМӘТТӘ ТЕХИМУ ҮНҮМЛҮК БОЛУҢ

4. Сөһбәт башлаш

(2 мин) НАРӘСМИЙ ВӘЗ ҚИЛИШ. Адәм сөзлишишни халимиса, сөзүңизни мулайимлиқ билән аяқлаштуруң (lmd 2-дәрис, 3-абзац).

5. Қайта йолуқуш

(5 мин.) ӨЙМУ ӨЙ ВӘЗ ҚИЛИШ. Дәсләп өй егиси билән сөзләшкәндә, йеқин арида яхши көргән адимидин айрилип қалғанлиғини ейтқан еди (lmd 9-дәрис, 3-абзац).

6. Нутуқ

(5 мин.) lmd 1-қошумчә мәлумат. Мавзуси: «Бүгүнки күндә йүз бериватқан иш-вақиәләр вә инсанларниң жүрүш-туруши пат арида зор бир өзгириш болидиғанлиғидин хәвәр бериду» (th 16-дәрис).

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИ

28-нахша

7. Яратмиларниң үстидин ойлинип, неминиң муһим екәнлигини әстин чиқармайли

(15 мин.) Муһакимә.

Шәйтан вә Аюпниң үч сахта дости бесим көрситип, яла қилғанда у пәқәт шу тоғрилиқ ойлавәргән.

Аюп 37:14ни оқуң. Андин мону соалларни қоюң:

Аюп әс-һошини жиғип, роһий җәһәттин өзигә келишигә немә ярдәм бәргән?

Синақлардин баш көтирәлмигәндә, яратмилар Йәһва Худаниң қудрәтлик екәнлигини есимиздә сақлашқа ярдәм бериду. Шундақла Униңға садиқ болуп қелиш хаһишимизни мустәһкәмләп вә Униң бизгә ғәмхорлуқ қилиш қабилийитигә ишәнчимиз күчийиду (Мт 6:26).

«Аюп китавидики савақлар. Һайванатлар дунияси» намлиқ ВИДЕОНИ көрситиң. Андин мону соални қоюң:

Мошу видео Йәһваға болған ишәнчиңизни қандақ мустәһкәмләйду?

8. Җамаәттә Муқәддәс китапни үгиниш

(30 мин.) bt-U 4-бап, 13—20 абз.; btq 4-бап, 13—20 абз.

Хуласә (3 мин) | 32-нахша вә дуа