29 январь—4 февраль
АЮП 40—42
50-нахша вә дуа | Кириш сөз (1 мин.)
1. Аюпниң тәҗрибисидин қандақ савақ алимиз?
(10 мин.)
Йәһва Худа билән селиштурғанда сиз көп билмәйдиғанлиғиңизни әстин чиқармаң (Ап 42:1—3; w10 10/15 3, 4-б., 4—6 абз.)
Йәһва Худа вә Униң тәшкилати бериватқан нәсиһәтлирини қобул қилишқа тәйяр болуң (Ап 42:5, 6; w17.06 25-б., 12-абз.)
Синақларда садиқ болуп қалғанларни Йәһва Худа мукапатлайду (Ап 42:10—12; Яқуп 5:11; w22.06 25-б., 17, 18 абз.)
2. Роһий гөһәрләрни издәйли
(10 мин.)
-
Ап 42:7 Аюпниң үч сахта дости һәқиқәтән кимгә қарши сөзлигән вә буни билгинимиз мәсхирә қилғучиларға қарши турушқа қандақ ярдәм бериду? (it «Мәсхирә»)
-
Мошу һәптидә оқулған Муқәддәс китап баплиридики қайси роһий гөһәрләрни ейтип беришни халайсиз?
3. Муқәддәс китапни оқуш
(4 мин.) Ап 42:1—17 (th 11-дәрис)
4. Сөһбәт башлаш
(3 мин.) ӨЙМУ ӨЙ ВӘЗ ҚИЛИШ. Башқа динға етиқат қилидиған яки мәдәнийити бизгә охшимайдиған адәм билән сөзлишиш (lmd 5-дәрис, 3-абзац).
5. Шагиртларни тәйярлаш
6. Нутуқ
(4 мин.) lmd 1-қошумчә мәлумат 2-абзац. Мавзуси: «Йәр йүзи һәргизму вәйран қилинмайду» (th 13-дәрис).
18-нахша
7. Адәмләргә Йәһва Худаниң меһир-муһәббитини һис қилишиға ярдәм бериң
(15 мин.) Муһакимә.
Биз меһир-муһәббәткә толған Худаға хизмәт қилғинимиздин бәк хурсән (Й1х 4:8, 16). Йәһва Худаниң меһир-муһәббитини чоңқур йетилдүргәнсири, биз Униңға йеқин болуп, һеч айрилғумиз кәлмәйду. Йәһва Худаға хизмәт қилғанлиқтин биз Униң меһир-муһәббитигә чөмүмиз.
Бизму аилә әзалиримиз, етиқатдашлиримиз вә башқа адәмләр билән муамилә қилғанда Йәһва Худаниң меһир-муһәббитини үлгә қилимиз (Ап 6:14; Й1х 4:11). Уларға меһир-муһәббәт көрсәтсәк, Йәһва Худани тонуп билишигә вә Униңға йеқин болушиға ярдәм беримиз. Әгәр меһир-муһәббәт көрсәтмисәк, улар Йәһва Худаниң яхши көридиғанлиғиға ишиниш қийин болуши мүмкин.
«Биз Йәһва Худаниң меһир-муһәббитини Униң аилисидин таптуқ» намлиқ ВИДЕОНИ көрситиң. Андин мону соални қоюң:
Лейлей билән Миминиң вақиәсидин меһир-муһәббәтниң муһимлиғи тоғрилиқ немигә үгәндиңиз?
Етиқатдашлиримизға Йәһва Худаниң меһир-муһәббитини һис қилишиға қандақ ярдәм берәләймиз?
-
Уларға Йәһва Худаниң бебаһа қойлиридәк қараң (Зб 100:3).
-
Роһини көтиридиған сөзләрни ейтиң (Әф 4:29).
-
Уларниң һис-туйғулирини чүшинишкә тиришиң (Мт 7:11, 12).
8. Җамаәттә Муқәддәс китапни үгиниш
(30 мин.) bt-U 5-бап, 1—8 абз., 39-б., рамка; btq 5-бап, 1—8 абз., 39-б., рамка