8—14 январь
АЮП 34, 35
51-нахша вә дуа | Кириш сөз (1 мин.)
1. Һаят адаләтсиз болуп көрүнсә
(10 мин.)
Йәһва Худа һәргиз адаләтсизлик қилиши мүмкин әмәс, шуни унтумаң (Ап 34:10; wp19/1 8-б., 2-абз.)
Яманлиқ қилғучилар җазаланмай жүргәндәк көрүнүши мүмкин, лекин Йәһва Худа һәммини көрүп туриду (Ап 34:21—26; w17.04 10-б., 5-абз.)
Адаләтсизликкә дуч кәлгәнләргә ярдәм беришниң әң яхши усули — уларға Йәһва Худа тоғрисида тәлим бериш (Ап 35:9, 10; Мт 28:19, 20; w21.05 7-б., 19, 20-абз)
2. Роһий гөһәрләрни издәйли
(10 мин.)
Ап 35:7: Елиху Аюптин: «Униңға [Худаға] немә берәләйсән?»— дегән соал билән немә ейтмақчи болған? (w17.04 29-б., 3-абз.)
Мошу һәптидә оқулған Муқәддәс китап баплиридики қайси роһий гөһәрләрни ейтип беришни халайсиз?
3. Муқәддәс китапни оқуш
(4 мин.) Ап 35:1—16 (th 10-дәрис)
4. Сөһбәт башлаш
(3 мин.) ӨЙМУ ӨЙ ВӘЗ ҚИЛИШ. Муқәддәс китап үгинишини тәвсийә қилиң (lmd 10-дәрис, 3-абзац.).
5. Сөһбәт башлаш
(4 мин.) НАРӘСМИЙ ВӘЗ ҚИЛИШ. Балилири бар ата-аниларға jw.org торбетидин ярдәм беридиған мәлуматни қандақ тепишқа болидиғанлиғини көрситиң (lmd 1-дәрис, 4-абзац).
6. Шагиртларни тәйярлаш
(5 мин.) lff 13-дәрис, 5-абзац (lmd 11-дәрис, 3-абзац).
141-нахша
7. «Худа Сөзини» нарәсмий вәз қилишқа тиришамсиз?»
(15 мин.) Муһакимә.
Әлчи Паул Тимотийға: «Худаниң сөз-каламини җакала. . . униңға җиддий қара»,— дегән (Т2х 4:2). «Униңға җиддий қара» дәп тәрҗимә қилинған грек сөз-ибариси бәзидә әскәрләргә қолланған. Бу сөз әскәрниң яки қаравулниң өз орнида туруп, һәрдайим һәрикәт қилишқа тәйяр екәнлигини билдүргән. Бу сөз-ибарә бизниң нарәсмий гувалиқ беришкә болған тиришчанлиғимизни ипадиләйду. Адәмләр билән сөзләшкәндә, һәрдайим гувалиқ беришкә тәйяр болушимиз керәк
Биз Йәһва Худани яхши көримиз, Униң һәммә яхшилиқлири үчүн миннәтдармиз. Шуңа Униң әҗайип хисләтлири тоғрилиқ башқиларға җан-дилимиз билән ейтип беримиз.
Зәбур 71:8ни оқуң. Андин мону соални қоюң:
Йәһва Худа тоғрисида башқиларға немә ейтип беришни халайсиз?
Адәмләргә болған меһир-муһәббәт уларға нарәсмий - вәз қилишқа дәвәт қилиду.
«Йүзлигән адәм қандақ қилип һәқиқәтни тапти» намлиқ ВИДЕОНИ көрситиң. Андин мону соалларни қоюң:
Йүзлигән адәмгә һәқиқәтни тепиш үчүн нарәсмий вәз қилиш қандақ ярдәм бәргән?
Бурун чиркоға барған мошу адәмләр һәқиқәтни тапқанлиғиниң қандақ пайдисини көрди?
Адәмләргә болған меһир-муһәббәт бизни қандақ нарәсмий вәз қилишқа дәвәт қилиду?
Немә үчүн нарәсмий вәз қилиш адәмләргә Йәһва Худани тонушиға ярдәм беришниң нәтиҗилик усули дәп ойлайсиз?
8. Җамаәттә Муқәддәс китапни үгиниш
(30 мин.) bt-U 4-бап, 33-бәттики рамка; btq 4-бап, 33-бәттики рамка.