Тәвсийә үлгилири
«КҮЗИТИШ МУНАРИ» (рус.)
Соал: Қандақ ойлайсиз, әгәр адәмләрниң һәммиси мошу принципқа бенаән яшиған болса, дунияниң әһвали яхширақ болаттиму?
Айәт: Иб 13:18
Тәғдим: Муқәддәс китап бизни һәммә нәрсиләрдә растчил болушқа дәвәт қилиду. Растчиллиқ һаятимизниң һәрбир саһасиға тәсир қилиду. Мошу мавзу «Күзитиш мунариниң» бу санида муһакимә қилиниду.
«КҮЗИТИШ МУНАРИ» (рус.) (ахирқи бети)
Соал: Сизниң мошу соал һәққидики пикриңизни билмәкчи едим. [1-соални оқуп бериң.] Бәзи адәмләр өлүмдин кейин биз башқа бир шәкилдә яшаймиз дәп ишиниду. Башқилири болса, өлүм — барлиқ нәрсиниң ахири дәп пәрәз қилиду. Сиз қандақ ойлайсиз?
Айәт: Вз 9:5
Тәғдим: Бу мақалидә Муқәддәс китапта мошу мавзу һәққидә немә йезилғанлиғи чүшәндүрилиду. Муһакимини кейинки қетим давамлаштурсақ, қандақ қарайсиз?
«ХУДАДИН КӘЛГӘН ХУШ ХӘВӘР!»
Тәғдим: Биз адәмләргә Муқәддәс китапни һәқсиз тәтқиқ қилишни тәғдим қиливатимиз. Бу китапчидин Муқәддәс китап муһим соалларға қандақ җавап беридиғанлиғини көрәләйсиз.
Соал: Сиз Муқәддәс китап тоғрилиқ аңлиғанму? Рухсәт қилсиңиз, тәтқиқниң қандақ өтүдиғанлиғини көрситип берәй. [2-савақниң 1-соалини қараштуруң.]
Айәт: Вһ 4:11
ӨЗ ТӘВСИЙӘҢИЗНИ ҚУРАШТУРУҢ
Жуқуридики тәвсийә үлгилириниң қурулушиға қарап, өз тәвсийә үлгиңизни қураштуруң