МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Вәз қилиш маһаритимизни ашуримиз. Қайта йолуқуш үчүн асас селиш
БУ НЕМИШКӘ МУҺИМ?
Биз өзүмиз тәргән һәқиқәт уруғини суғурушни халаймиз, шуңа қизиқиш көрсәткән адәмни учратқанда, униңға келәрки қетим қараштурулидиған соални қалдуруп кетишимиз керәк (К1х 3:6). Нәтиҗидә у адәм қайта йолуқушни тақәтсизлик билән күтиду вә бизгиму қайта йолуқуш үчүн тәйярлиниш асан болиду. Адәм билән қайта учрашқанда, өткән қетим берилгән соалға җавап беришкә кәлгәнлигимизни ейтишқа болиду.
БУНИҢ ҮЧҮН НЕМӘ ҚИЛИШ КЕРӘК?
-
Өйму-өй вәз қилишқа тәйярлиқ көргәндә, келәрки қетим қайта йолуқушта җавап берилидиған соал тоғрилиқ ойлиниң. Бу соални тәйярлиғанда, тәғдим қилинидиған әдәбиятни яки тәтқиқ қилишқа арналған нәширләрниң бирини пайдилансиңиз болиду.
-
Қизиқиш көрсәткән адәм билән сөзлишип болғандин кейин, униң билән йәнә сөһбәтлишишни халайдиғанлиғиңизни ейтип, тәйярлап кәлгән соалиңизни қоюң. Мүмкин болса, униң билән қандақ алақилишишқа болидиғанлиғини сораң.
-
Әгәр ениқ бир вақитта келишкә вәдә бәргән болсиңиз, вәдиңиздә туруң (Мт 5:37).