ЙӘШАЯ 34—37
ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ |Һәзәкия ишәнчиси үчүн мукапатланди
Асурийә падишаси Сәннахерип Йерусалимға Раб-Шакәһни әвәтип, шәһиригә һуҗум қилип уларни ишғал қилди. Йәһудийларни бирдин берилишкә көндүрүш үчүн асурийәликләр һәр түрлүк усулларни қолланди.
-
Ярдәмсизликкә ишәндүрүш. Мисир силәргә һеч ярдәм берәлмәйду (Йша 36:6).
-
Гуман туғдуруш. Йәһваниң мақуллишидин айрилдиңлар, шуңа у силәр үчүн күрәшмәйду (Йша 36:7, 10).
-
Қорқутуш. Асурийәниң күчлүк әскәрлиригә қарши турушқа күчүңлар йәтмәйду (Йша 36:8, 9).
-
Езиқтуруш. Асурийәликләргә берилсәңлар, яхши һаят кәчүрисиләр (Йша 36:16, 17).
Һәзәкия Йәһваға қәтъий ишәнч көрсәтти
37:1, 2, 14—20, 36
-
У шәһәрни қоршавқа тәйярлаш үчүн қолидин кәлгәнни қилди
-
У Йәһваға дуа қилип қутқузушни сориди вә хәлиқниму шундақ қилишқа дәвәт қилди
-
Йәһва Һәзәкияни ишәнчиси үчүн мукапатлиди: у пәриштисини әвәтип, бир кечиниң ичидә 185000 асурийәлик әскәрни қирип ташлиди