Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

Тәқипкә дуч болған қериндашлар үчүн дуа қилишни унтумайли

Тәқипкә дуч болған қериндашлар үчүн дуа қилишни унтумайли

Муқәддәс китапта хизмитимизгә тосалғу қилиш үчүн Шәйтанниң бизгә қаршилиқ көрситидиғанлиғи бәшарәт қилинған (Йоһ 15:20; Вһ 12:17). Башқа әлләрдә тәқипкә дуч кәлгән қериндашлиримизға қандақ ярдәм берәләймиз? Улар үчүн дуа қилайли. «Һәққанийниң сәмимий дуаси зор күчкә егә» (Яқ 5:16).

Немә дәп дуа қилсақ болиду? Йәһвадин қериндашлиримизға җасарәт берип, қорқмаслиғиға ярдәм беришни сорисақ болиду (Йша 41:10—13). Шундақла «буниңдин кейинму хатирҗәм һәм теч һаят» кәчүрүшимиз үчүн әмәлдарларниң вәз қилишқа тоғра көзқарашта болушини соралаймиз (Т1х 2:1, 2).

Паул билән Петрус тәқипкә дуч кәлгәндә, биринчи әсирдики мәсиһийләр уларниң исимлирини атап дуа қилған (Әлч 12:5; Рм 15:30, 31). Бизниң күнимиздә тәқипкә дуч кәлгәнләрниң һәммисиниң исмини билмисәкму, уларниң җамаитини, дөлитини вә җайини атап дуа қилимизму?

Қайси дөләтләрдики тәқипләргә дуч кәлгән қериндашлар үчүн дуа қилғуңиз кәлгәнлигини йезиң.