«Асман Падишалиғи йеқинлашти»
-
Чөмдүргүчи Йәһияниң кийимидин һәм ташқи көрүнишидин аддий һаят кәчүргәнлиги вә өзини Худаниң ирадисини орунлашқа пүтүнләй беғишлиғанлиғи ениқ көрүнгән болуши мүмкин.
-
Йәһия Әйсаға йол тәйярлиған. Мошундақ имтиязға егә болуп, еришкән бәрикәтлири баш тартқан нәрсиләрниң һәммисидин ешип чүшкән.
Аддий һаят кәчүрүшимиз Худаға көпирәк хизмәт қилишқа вә нәтиҗидә көп хошаллиқ тепишқа ярдәм бериду. Биз төвәндики усуллар арқилиқ һаятимизни аддийлаштуримиз:
-
еһтияҗлиримизни ениқлаш
-
һаҗәтсиз хираҗәтләрни азайтиш
-
киримгә қарап чиқимни түзәш
-
керәк әмәс нәрсиләрдин айрилиш
-
қәриздин қутулуш
-
иш вақтини қисқартиш
Һаятимни аддийлаштуруш арқилиқ қандақ мәхсәтләргә йетәләймән?