Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | МӘТТА 8, 9

Әйса адәмләрни яхши көргән

Әйса адәмләрни яхши көргән

Мәттаниң 8 вә 9-баплирида Әйсаниң Җәлилийәдики хизмити тәсвирлиниду. Әйса қилған мөҗүзиләрдин униң күчи һәм әң муһими, униң меһир-муһәббити вә һәмдәртлиги көрүнгән.

  1. Әйса мохо кесилигә гириптар кишини сақайтти (Мт 8:1—3).

  2. Әйса йүзбешиниң хизмәтчисини сақайтти (Мт 8:5—13).

    У Петрусниң қейинанисини сақайтти (Мт 8:14, 15).

    У җинларни қоғлап, кесәлләрниң һәммисини сақайтти (Мт 8:16, 17).

  3. Әйса наһайити вәһший җинларни қоғлап, чошқилар падисиға әвәтти (Мт 8:28—32).

  4. Әйса паләч кишини сақайтти (Мт 9:1—8).

    Әйса униң үстүнки кийимигә қол тәккүзгән аялни сақайтти вә Яирниң қизини тирилдүрди (Мт 9:18—26).

    Әйса қарғу вә кекәч кишиләрни сақайтти (Мт 9:27—34).

  5. Әйса йеза шәһәрләрни арилап, һәрқандақ кесәл вә һәрқандақ мағдирсизлиқни сақайтти (Мт 9:35, 36).

Адәмләргә қандақ қилип көпирәк меһир-муһәббәт билән һәмдәртликни көрситиләймән?