МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Қандақ қилип авал қериндишиңиз билән яришивалалайсиз?
Әйса яшиған вақитта Җәлилийәдә яшайдиғанлиғиңизни тәсәввур қилип көрүң. Кәпә тикиш мәйримини нишанлаш үчүн Йерусалимға бардиңиз дәйли. Худаға ибадәт қилиш үчүн шәһәр жирақ йәрләрдин кәлгәнләр билән миғ-миғ болуватиду. Сиз Йәһваға мални қурбан қилишни халайсиз. Уни кәйниңиздин сөрәп, адәмләргә толған шәһәрниң тар кочилири билән мәркизий ибадәтхана тәрәпкә маңисиз. Шу йәргә кәлгәндә, мал қурбанлиғини әкәлмәкчи болған башқиму көп адәмләрни көрисиз. Ахири қурбанлиғиңизни роһанийға тапшуруш новитиңиз кәлди. Дәл шу чағда көпчиликниң арисида яки шәһәрниң бир йеридә болған қериндишиңиз сизгә хапа екәнлиги есиңизға келиду. Әйса немә қилишиңиз керәклигини чүшәндүргән (Мәтта 5:24ни оқуң). Әйса бәргән рәһбәрликкә бенаән, иккиңлар инақлиқни қандақ сақлалайсиләр? Төвәндики тизимларда кәлтүрүлгән тоғра җавапларни бәлгүләң.
МӘН...
-
қериндишимниң хапа болушиға асаслиқ сәвәви болған һалдила, униң билән сөзлишимән
-
уни һәддидин ташқири сәзгүр болғанлиғиға яки өзиниңму әйиви бар екәнлигигә ишәндүрүшкә тиришимән
-
қарши тәрәпни диққәт билән тиңшап, хапа болғанлиғиниң сәвәвини толуқ чүшәнмисәмму, көңлини ағритқанлиғим яки ишлиримниң ақивети үчүн сәмимий кәчүрүм сораймән
ҚЕРИНДИШИМ...
-
уни хапа қилғанлиғимни башқиларға ейтип берип, җамаәттикиләрниң қоллишини издиши керәк
-
аччиқлинип, хаталиғимниң һәммә ушшақ-чүшшигини әслитип, әйивимни етирап қилишқа тәләп қилиши лазим
-
униң алдиға келиш үчүн маңа кәмтәрлик һәм җасурлуқ керәк болғанлиғини чүшинип, чин жүрәктин кәчүргәнлиги тоғра
Гәрчә бүгүн мални қурбан қилиш шәрт болмисиму, Әйса башқилар билән инақлиқта болуш Худа мақуллайдиған ибадәт билән қандақларчә бағлиқ екәнлигини үгәткән?