МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Муқәддәс китап үгиниш видеолирини қандақ пайдилиниш керәк?
Биздә вәз хизмитидә пайдилинишқа болидиған Муқәддәс китапни үгиниш үчүн төрт видео бар. Һәрбир видео қандақ мәхсәт билән чиқирилған?
-
«Немишкә Муқәддәс китапни үгиниш керәк? (толуқ мәзмуни)». Бу видео һәрхил диндики адәмләрниң Муқәддәс китапқа болған қизиқишини ойғитиш үчүн чиқирилған. Муқәддәс китаптики тәлимләр адәмләрни һаятида қизиқтуридиған соаллириға мәнтиқий җавап тепишиға дәвәт қилиду. Бу видеолар Муқәддәс китап үгиниш қандақ өткүзидиғанлиғини чүшәндүриду.
-
«Немишкә Муқәддәс китапни үгиниш керәк? (қисқа мәзмуни)». Бу қисқартилған видео толуқ нусхисиниң үчтин бир бөлигидин ибарәт. Бу видео вақти қис адәмләр яшайдиған территориядә пайдилиқ болуши мүмкин.
-
«Муқәддәс китапни оқуп-үгиниш қандақ өткүзүлиду?» Бу видео адәмләрниң һәқсиз Муқәддәс китап үгиниш дәрисигә болған қизиқишини ойғитиш үчүн вә уларниң соаллириға җавап бериши үчүн тәйярланған.
-
«Муқәддәс китап үгинишигә хуш кәлдиңиз!» Бу видео Муқәддәс китапни үгиниватқан адәмгә көрситиш үчүн чиқирилған. Бу видео «Мәңгү шат-хорам яшаң!» китавиниң 2-бетидә кәлтүрүлгән болсиму, сиз китапчини муһакимә қилғандиму көрситәләйсиз. Видеода китапниң ичидә қандақ мавзулар қараштурулидиғанлиғи вә дәрисләр қандақ өтидиғанлиғи көрситилиду.
Бу видеоларниң һәрқайсиси бәлгүлүк бир мәхсәт билән нәшир қилинған болсиму, уларни қолайлиқ вақитта көрситишкә вә әвәтишкә болиду. Җакалиғучиларни бу видео билән яхширақ тонушуп чиқишиға вә хизмәттә қоллинишиға дәвәт қилимиз.