МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Тәбиий апәттин кейин қандақ ярдәм бериш керәк
Тәбиий апәтләр күндин күнгә көпәймәктә. Тәбиий апәт йүз бәргән чағда, ярдәм бериш плани яхши тәшкил қилиниши зөрүр. Мошу мәхсәт билән Рәһбәрлик кеңәш һәр бир филиалда тәбиий апәткә ярдәм бериш бөлүмни орунлаштурди.
Филиалдики бурадәрләр тәбиий апәтниң болғанлиғини билгәндә, дәрһал йәрлик ақсақаллар билән алақилишип, бурадәр-қериндашлар немигә муһтаҗ екәнлигини билишкә тиришиду. Тәбиий апәтниң тәсиридин көп зиян-зәһмәткә дуч кәлсә, йәрлик җакалиғучилар бу мәсилини өзлири һәл қилишқа тиришиду. Бу мәсилини һәл қилалмиса, филиал рәһбәрлик қилалайдиған бурадәрләрни тәйинләйду. Бу бурадәрләр пидаийларни жиғип яки қандақту бир муһим бир қурал-сайманларни қурбанлиқ қилишини сориши мүмкин. Йә болмиса, һаҗәт нәрсиләрни өзлири сетивелип, тарқитиши мүмкин.
Тәбиий апәт вақтида қийинчилиқларни һәл қилишниң һәрхил йоллири бар. Мәсилән, бәзибир бурадәр-қериндашларниң әмгиги, пули вә жиғилған гуманитарлиқ ярдими исрап болмаслиғи үчүн уни өз қолумизға еливелип, халиғинимизчә тарқитиш тоғра әмәс.
Филиал тәйинлигән бурадәрләр ярдәм көрситиш үчүн қанчә пул вә пидаий керәклигини ениқлайду. Улар йәрлик һөкүмәт әмәлдарлири билән алақилишиду. Әмәлдарлар болса, адәттикидәк, җиддий ярдәм көрситиш ишлириға тез ярдәм берәләйду. Шуңа силәрдин өтүнүп сораймизки: әгәр җавапкар бурадәрләр силәрдин пул жиғиш вә гуманитарлиқ ярдәм бериңлар дәп соримиса, өз бешиңларға елип әвәтмәңлар вә тәбиий апәт йүз бәргән йәргә бармаңлар.
Әлвәттә, биз апәттин зәрдап чәккән бурадәр вә қериндашларға ярдәм бәргүмиз келиду (Иб 13:16). Сәвәви биз уларни яхши көримиз! Шуңа биз улар үчүн немә қилалаймиз? Әң муһими биз улар вә ярдәм бериватқан бурадәр-қериндашлар үчүн дуа қилиш керәк. Йәнә бир йоли — дуния йүзлүк иш-паалийитигә ианә берәләймиз. Рәһбәрлик кеңәш йетәкчилигидә филиаллар бу ианини қәйәргә әвәтиш керәклигини яхши билиду. Әгәр шәхсән өзүмиз берип ярдәм бәргүмиз кәлсә, у чағда «Йәрлик лайиһә/қурулуш программисиға қатнишиш үчүн илтимас хетини» (DC-50) толдурсақ болиду.
«БРАЗИЛИЯДӘ БОЛҒАН СӘЛ ЯКИ КӘЛКҮН СҮЙИ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, АНДИН ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
2020-жили Бразилиядә болған сәл яки кәлкүн сүйидин кейин Йәһва гувачилири бурадәр-қериндашлириға ярдәм көрсәткәнлиги сизгә қандақ тәсир қилди?