Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

1-БӨЛҮМ

Худаниң мәслиһәтлири аилидә бәхит-саадәткә еришишкә ярдәм бериду

Худаниң мәслиһәтлири аилидә бәхит-саадәткә еришишкә ярдәм бериду

«Яратқучи уларни баштин әр вә аял қилип яратти» (Мәтта 19:4).

Дәсләпки некани Йәһва * Худа қийған. Муқәддәс китапта Йәһва дәсләпки аялни яратқан вә «уни инсанниң алдиға әкәлди» дәп йезилған. Адәм ата өзини шунчилик бәхитлик һис қилип: «Мана әнди, сүйәклиримдин чиққан сүйәк вә әтлиримдин чиққан әт алдимда»,— деди (Яритилиш 2:22, 23). Бүгүнки күндиму Йәһва Худа аилә қурғанларниң бәхитлик болушини халайду.

Аилә қурғанда нурғун адәмләр аиләвий турмуш әҗайип болиду дәп үмүт қилиду. Лекин, әр-аял бир-бирини чин жүригидин сөйгән һаләттиму, уларниң қийинчилиқлардин қечип қутулуши мүмкин әмәс (Коринтлиқларға 1-хәт 7:28). Бу китапчидә берилгән Муқәддәс китапниң принциплириға риайә қилиш арқилиқ нека вә аилидә бәхит-саадәткә еришишкә болиду (Зәбур 19:8—11).

1. ЙӘҺВА ТАПШУРҒАН МӘСЪУЛИЙӘТ

МУҚӘДДӘС КИТАПТА НЕМӘ ЙЕЗИЛҒАН? Әр — аилиниң беши (Әфәсликләргә 5:23).

Әгәр аилиниң беши болсиңиз, Йәһва Худа аялиңизға меһрибанлиқ билән ғәмхорлуқ қилишиңизни күтиду (Петрусниң 1-хети 3:7). У аялиңизни сизгә ярдәмчи сүпитидә яратқан һәм уни сөйүшиңизни вә қәдирлишиңизни халайду (Яритилиш 2:18). Аялиңизни һәқиқәтән сөйсиңиз, униң мәнпәәтлирини өзүңизниңкидин үстүн қоюшиңиз керәк (Әфәсликләргә 5:25—29).

Әгәр турмуш қурған аял болсиңиз, Йәһва сиздин ериңизни һөрмәтләп, униңға аилидә өз ролини атқурушиға ярдәм беришиңизни күтиду (Коринтлиқларға 1-хәт 11:3; Әфәсликләргә 5:33). Йолдишиңизниң қарарлирини қоллап, униңға садиқ ярдәмчи болуң (Колосилиқларға 3:18). Шу чағда йолдишиңизниң һәм Йәһва Худаниң нәзәридә пәзиләтлик аял болалайсиз (Петрусниң 1-хети 3:1—6).

ПАЙДИЛИҚ МӘСЛИҺӘТЛӘР

  • Яхширақ әр яки аял болуш үчүн немә қилишиңиз керәклиги һәққидә өмүрлүк йолдишиңиздин сорап көрүң. Уни диққәт қоюп тиңшаң вә ейтқанлирини орунлашқа тиришиң.

  • Сәвир-тақәтлик болуң. Бир-бириңларни бәхитлик қилишқа үгиниш үчүн вақит керәк болиду.

2. ӨМҮРЛҮК ҖҮПТИҢИЗНИҢ ҺИС-ТУЙҒУЛИРИНИ НӘЗӘРГӘ ЕЛИҢ

МУҚӘДДӘС КИТАПТА НЕМӘ ЙЕЗИЛҒАН? Өмүрлүк йолдишиңизниң мәнпәәтлиридин хәвәр елишиңиз зөрүр (Филипиликләргә 2:3, 4). Өмүрлүк йолдишиңиз өзиниң сиз үчүн қәдирлик екәнлигини көрсун. Есиңиздә болсун, Алла Йәһва хизмәтчилиридин «һәммиси билән юмшақ» болушни тәләп қилиду (Тимотийға 2-хәт 2:24). «Бәзи адәмләрниң йениклик билән қилған сөзлири адәмгә санчилған қиличқа охшар; бирақ данишмәнләрниң тили дәрткә дәрмандур». Шуңа, гәп-сөзлириңларда парасәтлик болуңлар (Пәнд-нәсиһәтләр 12:18). Йәһваниң роһи сизгә меһир-муһәббәт вә меһрибанлиқ билән сөзләшкә ярдәм бериду (Галатилиқларға 5:22, 23; Колосилиқларға 4:6).

ПАЙДИЛИҚ МӘСЛИҺӘТЛӘР

  • Йолдишиңиз билән җиддий мәсилиләрни муһакимә қилиштин бурун, униң ой-пикрини нәзәргә елип, сәвирчанлиқни сақлаш үчүн дуа қилиң.

  • Немә дәйдиғанлиғиңизни вә қандақ дәйдиғанлиғиңизни пухта ойлиниң.

3. ЙӘКДИЛЛИҚ БОЛУҢЛАР

МУҚӘДДӘС КИТАПТА НЕМӘ ЙЕЗИЛҒАН? Өйләнгәндин кейин, өмүрлүк йолдишиңиз билән «бир тән» болисиз (Мәтта 19:5). Лекин силәр йәнила түрлүк икки шәхс һәм ой-пикриңлар һәрхил болуши мүмкин. Шуңа, йәкдиллиқ (бир пикирлик) болушқа үгинишиңлар керәк (Филипиликләргә 2:2). Қарарларни қобул қилғанда, йәкдиллиқ болуш зөрүр. Муқәддәс китапта: «Планлар мәслиһәт билән бекитиләр»,— дәп йезилған (Пәнд-нәсиһәтләр 20:18). Муһим қарарларни қобул қилғанда, Муқәддәс китапниң принциплириға әмәл қилиңлар (Пәнд-нәсиһәтләр 8:32, 33).

ПАЙДИЛИҚ МӘСЛИҺӘТЛӘР

  • Өмүрлүк йолдишиңиз билән пәқәт йеңилиқлар яки ой-пикриңиз биләнла әмәс, бәлки һис-туйғулириңиз биләнму бөлүшүң.

  • Өз үстүңларға бирәр мәсъулийәтләрни елиштин бурун бир-бириңлар билән мәслиһәтлишиңлар.

^ 4-абзац Муқәддәс китапқа бенаән, Йәһва — Худаниң исми.