Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

СӨҺБӘТ БАШЛАШ

Йоһ. 9:1—7

3-ДӘРИС

Меһрибанлиқ

Меһрибанлиқ

Принцип: «Меһир-муһәббәт. . . меһрибандур» (Кор. 1-х. 13:4).

Әйса Мәсиһ немә қилған?

1. ВИДЕОНИ көрүң яки Йоһан 9:1—7ни оқуң, кейин төвәндики соалларға җавап бериң:

  1.   a. Әйса Мәсиһ авал немә қилған: кишини сақайтқанму яки униңға хуш хәвәр тоғрилиқ ейтип бәргәнму? (Йоһ. 9:35—38гә қараң.)

  2.  ә. Немә үчүн әшу киши һәзрити Әйса ейтқан хуш хәвәрни тиңшашқа техиму қизиққан?

Әйса Мәсиһтин немини үгинимиз?

2. Әгәр киши бизниң униңға көңүл бөлидиғанлиғимизни һис қилса, у хәвиримизни тиңшашқа техиму қизиқиши мүмкин.

Әйса Мәсиһни үлгә қилиш

3. Адәмгә көйүнүш. Адәм немиләрни һис қиливатқанлиғини тәсәввур қилишқа тиришиң.

  1.   a. Өз-өзүңиздин мундақ сораң: «У немә һәққидә ғәм-әндишә қиливатқанду? Немә униң үчүн пайдилиқ вә уни җәлип қилалиши мүмкин?» Шундақ қилсиңиз, наһайити тәбиийла башқиларға чин көңлүңиздин меһрибанлиқ көрситидиған болисиз.

  2.  ә. Кишини көңүл қоюп тиңшаш арқилиқ униң үчүн муһим болған ишларға көңүл бөлүватқанлиғиңизни көрситәләйсиз. Әгәр у мәлум бир ишқа қарита қандақ һис-туйғуда болуватқанлиғини ейтип бәрсә яки дуч келиватқан қийинчилиқни тилға алса, сөһбәтниң мәзмунини башқа мавзуға бурувәтмәң.

4. Меһрибанлиқ вә һөрмәт билән сөзлишиш. Кишигә һисдашлиқ көрситип, һәқиқәтән униңға көйүнүп, ярдәм бәрмәкчи болсиңиз, киши буни авазиңиздин һис қилалайду. Еһтиятчан болуп, гәп-сөзләрни таллашқа вә қандақ уларни ипадиләшкә диққәт қилиң. Кишиниң көңлини рәнҗитидиған гәп-сөзләрни қилиштин сақлиниң.

5. Әмәлий ярдәм бериш. Кишигә әмәлий ярдәм беришниң мувапиқ пурсәтлирини издәң. Кишигә меһрибанлиқ билән муамилә қилсақ, биз билән параңлишишқа техиму майил болуши мүмкин.

БУ АЙӘТЛӘРГИМУ ҚАРАҢ

Рим. 12:15, 16; Гал. 6:10; Ибр. 13:16