ҚАЙТА ЙОЛУҚУШ
7-ДӘРИС
Вәз ейтишни давамлаштуруш
Принцип: «Улар. . . тәлим берип,. . . хуш хәвәрни җакалашни давамлаштурди» (Әлч. 5:42, ЙД).
Әлчи Паул немә қилған?
1. ВИДЕОНИ көрүң яки Әлчиләр 19:8—10ни оқуң, кейин төвәндики соалларға җавап бериң:
Әлчи Паулдин немини үгинимиз?
2. Қайта йолуқушимизниң үнүмлүк болуши вә Муқәддәс китап үгинишлирини башлаш үчүн күч вә вақит чиқиришимиз керәк.
Әлчи Паулни үлгә қилиш
3. Кишигә қолайлиқ вақитта униңға қайта йолуқуш үчүн тәйяр болуш. Өз-өзүңиздин мундақ сораң: «Қачан вә қәйәрдә киши билән алақилашсам, униң үчүн қолайлиқ болидиғанду? У қачан вә қәйәрдә сөһбәтлишишни халайдиғанду?» Һәтта сиз үчүн қолайсиз вақиттиму кишигә қайта йолуқушқа тәйяр болуң.
4. Қайта сөһбәтлишиш үчүн вақит бәлгүләш. Һәр қетим сөһбәт ахирида у киши билән қайта сөһбәтлишишниң вақтини бәлгүләшкә тиришиң. Бәлгүлигән вақит вә җайда униң билән чоқум көрүшүң.
5. Үмүтни үзмәң. Әгәр киши өйидә дайим йоқ яки алдираш болса, у хуш хәвәргә қизиқмайду дәп тезла хуласә чиқармаң (Кор. 1-х. 13:4, 7). Әксинчә, киши билән көрүшүш үчүн давамлиқ пурсәт издәң. Бирақ өз вақтиңиздин үнүмлүк пайдилиниң (Кор. 1-х. 9:26).