ҚАЙТА ЙОЛУҚУШ
9-ДӘРИС
Һисдашлиқ
Принцип: «Хошал болғанлар билән биллә хошал болуңлар, жиғлиғанлар билән биллә жиғлаңлар» (Рим. 12:15).
Әйса Мәсиһ немә қилған?
1. ВИДЕОНИ көрүң яки Марк 6:30—34ни оқуң, кейин төвәндики соалларға җавап бериң:
Әйса Мәсиһтин немини үгинимиз?
2. Һисдашлиқ бизни хуш хәвәрни йәткүзүшкә дәвәт қилипла қалмай, бәлки инсанларға ғәмхорлуқ қилишқиму дәвәт қилиду.
Әйса Мәсиһни үлгә қилиш
3. Көңүл қоюп тиңшаш. Кишини өз ой-пикирлири вә һис-туйғулирини әркин-азадә баян қилишқа илһамландуруң. Униң сөзини бөлмәң, һис-туйғулириға вә ғәм-тәшвишлиригә көңүл бөлүң. Кишини диққәт билән тиңшисиңиз, униң ой-пикригә көңүл бөлүватқанлиғиңизни көрситәләйсиз.
4. Һәқиқәткә қизиққан киши һәққидә ойлаш. Киши билән өткүзгән сөһбәтләргә асасән өз-өзүңиздин мундақ сораң:
-
ә. Муқәддәс китап тәтқиқ үгиниши кишиниң һазир вә келәчәктә яхширақ турмуш кәчүрүшигә қандақ ярдәм берәләйду?
5. Әмәлий ишлар һәққидә сөһбәт қилиш. Имканқәдәр балдурирақ кишигә Муқәддәс китапни тәтқиқ қилиш униң соаллириға қандақ җавап берәләйдиғанлиғи вә униңға әмәлий йоллар билән ярдәм берәләйдиғанлиғини көрситиң.
БУ АЙӘТЛӘРГИМУ ҚАРАҢ
Рим. 10:13, 14; Флп. 2:3, 4; Пет. 1-х. 3:8