Бүгүнки күндә Йәһваниң ирадисини ким орунлаватиду?

Йәһва гувачилири түрлүк хәлиқ вә мәдәнийәт вәкиллиридин ибарәт. Бу адәмләрни немә бирләштүриду?

Худаниң ирадиси немидин ибарәт?

Худа һәммиси униң ирадисидин хәвәрдар болушини халайду. Униң ирадиси немидин ибарәт һәм бүгүнки күндә башқиларға Худаниң ирадиси һәққидә ким тәлим бериватиду?

1-САВАҚ

Йәһва гувачилири дегән кимләр?

Сиз Йәһва гувачилирини шәхсән тонамсиз? Сиз улар тоғрилиқ һәқиқәтән немә билисиз?

2-САВАҚ

Немишкә биз Йәһва гувачилири дәп атилимиз?

Бизниң Йәһва гувачилири дәп атилидиғанлиғимизниң үч сәвәвини қараштуруң.

3-САВАҚ

Муқәддәс китаптики һәқиқәт қандақларчә қайтидин йорутулған?

Муқәддәс китапниң һәқиқәтән немигә үгитидиғанлиғини тоғра чүшинидиғанлиғимизға қандақ көз йәткүзүшкә болиду?

4-САВАҚ

Немишкә биз «Йеңи дуния тәрҗимисини» нәшир қилдуқ?

Худа Сөзиниң бу тәрҗимиси немишкә алаһидә?

5-САВАҚ

Җамаәт учришишлиримизда немигә еришәләйсиз?

Биз Муқәддәс китапни бирликтә тәтқиқ қилиш үчүн һәм бир-биримизни илһамландуруш үчүн учришимиз. Сизниму иллиқ қарши алимиз!

6-САВАҚ

Етиқатдашлиримиз билән арилишишниң қандақ пайдиси бар?

Худаниң Сөзи бизни қериндашлиримиз билән арилишишқа дәвәт қилиду. Буниңдин қандақ пайда алалайдиғанлиғиңизни биливелиң.

7-САВАҚ

Бизниң учришишлиримиз қандақ өтиду?

Сиз учришишлиримизда немә йүз беридиғанлиғи һәққидә ойлинип баққанму? Муқәддәс китапқа асасланған тәлим-тәрбийә сиздә чоңқур тәсир қалдуридиғанлиғи шәк-шубһисиздур.

8-САВАҚ

Немишкә биз учришишлиримизға чирайлиқ кийинип баримиз?

Худаниң кийиниш усулимизға болған көзқариши қандақ? Кийиниш вә ташқи көрүнүштә бизгә Муқәддәс китапниң қайси принциплири ярдәм беридиғанлиғини көрүң.

9-САВАҚ

Учришишларға тәйярлинишниң әң яхши усули қайси?

Йәһва гувачилириниң учришишиға қатнишиштин пайда елиш үчүн алдин ала тәйярлиқ қилиң.

10-САВАҚ

Аиләвий ибадәт дегән немә?

Бу орунлаштурушниң сизгә Йәһва Худаға йеқинлишишқа вә аиләвий риштиңизни мустәһкәмләшкә қандақ ярдәм беридиғанлиғини биливелиң.

11-САВАҚ

Немишкә биз конгрессларни өткүзимиз?

Һәр жили биз бир-биримиз билән үч алаһидә муюмда учришимиз. Ундақ учришишлардин сиз қандақ пайда алалайсиз?

12-САВАҚ

Бизниң вәзилик паалийитимиз қандақ тәшкилләнгән?

Биз Әйса қалдурған үлгигә тәқлит қилимиз. Вәз қилиш усуллириниң бәзибирлири қайси?

13-САВАҚ

Пешқәдәм дегән ким?

Йәһва гувачилириниң бәзилири вәз қилишқа ейиға 30, 50 яки униңдинму көп вақит сәрип қилиду. Уларни буниңға немә дәвәт қилиду?

14-САВАҚ

Пешқәдәмләргә тәлим бериш үчүн қандақ мәктәпләр қараштурулған?

Падишалиқ һәққидики хәвәрни җакалашқа көп вақтини беғишлайдиған хизмәтчиләр үчүн қандақ мәхсус мәктәпләр уюштурулған?

15-САВАҚ

Ақсақаллар җамаәттә қандақ вәзипиләрни атқуриду?

Ақсақаллар роһий йетилгән әрләр болуп, җамаәттики рәһбәрликни бойниға алиду. Улар қандақ ярдәм көрситиду?

16-САВАҚ

Хизмәт ярдәмчилири қандақ вәзипиләрни атқуриду?

Хизмәт ярдәмчилири җамаәт учришишлириниң оңушлуқ һалда өтүшигә ярдәм бериду. Уларниң хизмити һәммисигә қандақ пайда әкелидиғанлиғини биливелиң.

17-САВАҚ

Наһийилик назарәтчиләр бизгә қандақ ярдәм бериду?

Наһийилик назарәтчиләр җамаәтләргә қандақ мәхсәт билән келиду? Уларниң җамаәткә келиши сизгә қандақ ярдәм бериши мүмкин?

18-САВАҚ

Еғир әһвалға дуч кәлгән етиқатдашлиримизға қандақ ярдәм беримиз?

Тәбиий апәт йүз бәргәндә, биз апәткә учриған бурадәр вә қериндашларға әмәлий ярдәм көрситиш вә роһий илһам бериш чарилирини дәрру уюштуримиз. Мундақ ярдәмниң ичигә немә кириду?

19-САВАҚ

«Садиқ һәм әқил-парасәтлик қул» дегән ким?

Әйса Мәсиһ роһий озуқ билән үзлүксиз тәминләйдиған «қулни» тайинлайдиғанлиғиға ишәндүргән. У буни қандақ қиливатиду?

20-САВАҚ

Бүгүнки күндә Рәһбәрлик кеңәш қандақ паалийәт жүргүзиватиду?

Биринчи әсирдә Рәһбәрлик кеңәш әлчиләр вә ақсақаллардин ибарәт болған еди. Бурадәрләрниң бу кичик топи майланған мәсиһийләрниң җамаитигә рәһбәрлик кеңәш болуп хизмәт қилатти. Бүгүнчу қандақ?

21-САВАҚ

Бәйтәл дегән немә?

Бәйтәл — интайин муһим мәхсити бар алаһидә җай. У йәрдә хизмәт қиливатқанлар һәққидә көпирәк биливелиң.

22-САВАҚ

Филиалда қандақ ишлар атқурулиду?

Барлиқ филиалларда экскурсияләр өткүзилиду. Сизни экскурсиягә хурсәнлик билән тәклип қилимиз!

23-САВАҚ

Әдәбиятлиримиз қандақ йезилиду вә қандақ тәрҗимә қилиниду?

Биз әдәбиятларни 750тин ошуқ тилда нәшир қилимиз. Немә үчүн биз шунчилик көп күч чиқиримиз?

24-САВАҚ

Бизниң дуниявий паалийитимиз қандақ мәбләғләндүрүлиниду?

Гәп мәбләғ һәққидә болған чағда, бизниң тәшкилатимизни башқа динлардин қандақ нәрсә пәриқ қилиду?

25-САВАҚ

Ибадәт өйлири немә үчүн вә қандақ селиниду?

Йәһва гувачилири Ибадәт өйлирини немә үчүн салиду? Бу аддий қурулған Ибадәт өйлири бизниң җамаәтләргә қандақ ярдәм беридиғанлиғи һәққидә көпирәк биливелиң.

26-САВАҚ

Ибадәт өйлиримизни қандақ қилип яхши һаләттә тутимиз?

Таза һәм рәтлик сақланған Ибадәт өйи Худаға шан-шәрәп кәлтүриду. Ибадәт өйини тазилиқта тутуш үчүн қандақ орунлаштурушлар бар?

27-САВАҚ

Ибадәт өйидики китапхана бизгә қандақ пайда әкелиду?

Муқәддәс китап һәққидики билимиңизни көпәйтиш үчүн издиниш қилишни халамсиз? Ибадәт өйидики китапханиға кириң!

28-САВАҚ

Торбетимиздин қандақ мәлумат тепишқа болиду?

Биз вә тәлиматлиримиз һәққидә, шундақла соаллириңизға Муқәддәс китапқа асасланған җавапларни биливалайсиз.

Сиз Йәһваниң ирадисини орунламсиз?

Йәһва Худа сизни чин жүрәктин яхши көриду. Күндилик һаятиңизда Уни хошал қилиш хаһишиңизни қандақ көрситәләйсиз?